әрдоған: дөләт–хәлқ мунасивитини йахшилиғанлиқ әң чоң мувәппәқийәт

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әң чоң мувәппәқийәтлириниң дөләт – хәлқ мунасивитини йахшилиғанлиқ болғанлиқини ейтти.

515745
әрдоған: дөләт–хәлқ мунасивитини йахшилиғанлиқ әң чоң мувәппәқийәт

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған күллийәдә берилгән иптар зийапитидә һәр қайси иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллиригә хитаб қилди. у иҗтимаий тәшкилат сийақиға киривалған бәзи тәшкилатларниң дөләт – хәлқ мунасивитиниң йахшилиниватқанлиқидин биарм болуватқанлиқини әскәртти. рәзил ишларниң кәйнидин меңиватқан бәзи иҗтимаий тәшкилатларниң бирдинбир ғайисиниң, кишиләрниң диний етиқади, миллити вә турмуш шәкли арқилиқ бир – бирини зиддийәткә селиш икәнликини билдүрди. у ундақ тәшкилатларниң қәйәрдә қапарған бир йара болса дәрһал йарини қанитип, гангренаға айландурушқа тиришидиғанлиқини қәйт қилди. у әтраптикиләрни исйан қилишқа чақирғанларниң охшаш кишиләр икәнликини әскәртип: «һәр бири худдий кәспий күшкүртчигә охшайду, улар әмди ашкара болди, етибари барғансери азлаватиду» деди.

«дөләт ичи вә дөләт сиртида оттуриға чиққан мәсилиләргә нәзәр ташлиғинимизда, пәрдә арқисида иҗтимаий тәшкилатлар сийақидики тәшкилатларниң излирини көрәләймиз» дегән рәҗәп таййип әрдоған, параллел тәшкилат вә террорлуқ тәшкилати п к к ниң һәмкарлиқини мисал қилип көрсәтти вә башқиларни техиму зич иттипақлишишқа чақирди.

у террорлуқққа қарши қәтий күрәш қилидиғанлиқлирини тәкитләп: «һазирғичә һәрбий һәрикәтләрни қәтий давамлаштуруп кәлдуқ. һәрбий һәрикәтлиримизни хәлқниң хатирҗәмлики әмәлгә ашқичә давамлаштуримиз вә хәлқниң җан – мал бихәтәрликини қоғдашта мәсулийити болған бир дөләтниң беши болуш сүпитимиз билән аллаһниң йардимидә чоқум ғәлибә қилимиз» деди.       



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر