уйғур өсмүрләр вапатиниң 51 – йилида муһәммәд әмин һәзритимни унтумиди

мунәввәр өзуйғур ханим: «әвлатлиримиз өз әҗдатлирини, болупму вәтән - милләт үчүн  улуғвар изларни қалдурған қәһриман муҗаһитлирини қәтий унтумаслиқи лазим.» деди.

511642
уйғур өсмүрләр вапатиниң 51 – йилида муһәммәд әмин һәзритимни унтумиди

түркийә авази радийоси хәвири: үч күнлүк зийарәт үчүн әнқәрәгә кәлгән уйғур өсмүрләр гурупписи, уйғур давасиниң алдинқи қатардики рәһбәрлиридин муһәммәд әмин һәзритимни вапат болғанлиқиниң 51 – йили мунасивити билән қәбриси бешида хатирилиди.


 

«шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити»гә қарашлиқ 30 кишилик өсмүрләр гурупписи, қазан наһийәсиниң тәклипигә бинаән  уйғур кечилики иптар зийапити пирограммисиға кәлгән болуп, улар түркийә җумһур рәислик сарийи вә түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) зийаритини ахирлаштурғандин кейин, уйғурларниң атақлиқ рәһбәрлиридин тарихчи, йазғучи вә инқилапчи муһәммәд әмин һәзритимниң қәбрисини зийарәт қилди.

уйғур өсмүрләр гурупписи, муһәммәд әмин һәзритимниң қәбриси бешида қуран тилавәт қилип, роһиға атап дуа қилди.

уйғур өсмүрләр гурупписиниң йетәкчи оқутқучиси мунәввәр өзуйғур ханим бу зийарәтниң толиму мәнилик вә әһмийәтлик болғанлиқини чүшәндүрүп: «әвлатлиримиз өз әҗдатлирини болупму вәтән - милләт үчүн  улуғвар изларни қалдурған қәһриман муҗаһитлирини қәтий унтумаслиқи лазим. өсмүрлиримизниң йашлириниң кичикликигә қаримастин, улуғ рәһбирини  вапатиниң 51 – йилида қәбриси бешида хатирлигәнлики, чин вападарлиқниң ипадисидур. әвлатлиримизниң бу позитсийәси пүтүн дунйадики уйғурларға үлгә болғуси иншааллаһ» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر