әрдоған уйғур өсмүрләргә салам вә һәдийә йоллиди

зийарәт җәрйанида 25 кә йеқин уйғур өсмүрләр тәрипидин имзаланған вә дунйаниң һәр қайси җайлирида йашаватқан уйғурларниң қейинчилиқлириға алақидар җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға йезилған мәктуп, баш мәслиһәтчи йалчин топчу әпәндигә тапшурулди.

511180
әрдоған уйғур өсмүрләргә салам вә һәдийә йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә актип паалийәт елип бериватқан уйғур аммивий тәшкилатлиридин «шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити» өсмүрләр гурупписи әнқәрәдә 3 күнлүк зийарәт паалийити елип барди.

«шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити» айаллар кометити мәсули мунәввәр өз уйғурниң башчилиқидики 30 кишилик өсмүрләр гүрүпписи әнқәрә қазан наһийәси тәрипидин орунлаштурулған иптар зийапити уйғур кечилики пирограммисиға алаһидә тәклип қилинған болуп, уйғур өсмүрләр урунлаштурушқа асасән әнқәрә зийаритини әң дәсләп түркийә җумһур рәислики сарийидин башлиди.

уйғур өсмүрләр түркийә җумһур рәислики күллийәсигә қобул қилиништин илгири җумһур рәислик күллийәсиниң «милләт җамәси»ни зийарәт қилди вә колликтип рәсимгә чүшти. андин түркийә җумһур рәиси баш мәслиһәтчиси йалчин топчи әпәнди тәрипидин қобул қилинди. 

уйғур өсмүрләрниң түркийә  җумһур рәислик сарийи зийаритигә түркийәдә йашаватқан уйғур сийасий паалийәтчи сейит түмтүрк әпәнди, уйғур акадимик дотсент доктор әркин әмәт, журналист миркамил кашғәрли қатарлиқ кишиләр һәмраһ болди. 

түркийә җумһур рәиси баш мәслиһәтчиси йалчин топчи әпәнди уйғур өсмүрләрни интайин қизғин қарши алди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң өйғур өсмәрләргә йоллиған саламини вә күллийә зийаритидин интайин хошалланғанлиқини ейтти.

өсмүрләрниң һәр бирси билән айрим - айрим көрүшүп, әһвал сорап көйүм - шәпқәт көрсәткән баш мәслиһәтчи йалчин топчу җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң өсмүрләргә йоллиған һәдийәлирини тарқитип бәрди.

уйғур өсмүрләрму йалчин топчу әпәндигә уйғур допписи, канавай көйники вә көк байрақ қатарлиқ һәдийәлирини тәқдим қилди.

зийарәт җәрйанида 25 әтрапида өсмүр тәрипидин имзаланған вә дунйаниң һәр қайси җайлирида йашаватқан уйғурларниң қейинчилиқлириға алақидар җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға йезилған мәктуп йалчин топчу әпәндигә тапшурулди.

йалчин топчу өсмүрләрниң тәләплирини өз қоли билән җумһур рәискә йәткүзидиғанлиқини ейтти. уйғурлар үчүн йахши тиләкләрдә болди вә дуа қилди.

тәхминән 1 йерим саәт давамлашқан учришиш уйғур өсмәрләрни интайин сөйүндүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر