әрмәни патрики әрдоғанға мәктуп йезип германийәни әйиблиди

әрмәни патрики атәшйан, мәктубида, икки қәдимий, хошна хәлқниң нәпрәт вә өчмәнликкә йатидиған сөзләр арқилиқ бир - биридин узақлаштурулмаслиқи вә тарихниң сийасийлаштурулмаслиқи лазимлиқини тәкилтиди.

506278
әрмәни патрики әрдоғанға мәктуп йезип германийәни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә әрмәниләр патрикханиси баш вәкили арам атәшйан германийә федератисийәси парламентиниң 1915 – йили вәқәлири һәққидә мақуллиған қарариға даир җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәктуп йоллиди.

арам әтәшйан мәктупида германийә федедратисйә парламентиниң өзини содийәниң орнида қойувелишини қәтий қобул қилишқа болмайдиғанлиқини билдүрүп, «бу қарар миллитимиздә чоңқур азаблинишни пәйда қилди» деди.

германийә федерал парламентиниң қарарини тәнқид қилған әрмәни патрики атәшйан, «түркийә вә әрменийә хәлқи, әләмлик күнләрни тәң баштин күчүргәнләрниң әвладлиридур. османли дәвридики түркийәни пүтүнләй гунаһкар қилип елан қилишниң өзинила әхлақий нуқтидин талаш - тартиш қилиш керәклик мәсилидур» деди.

әрмәни патрики атәшйан, мәктубида, икки қәдимий, хошна хәлқниң нәпрәт вә өчмәнликкә йатидиған сөзләр арқилиқ бир - биридин узақлаштурулмаслиқи вә тарихниң сийасийлаштурулмаслиқи керәкликини, буниң орниға достлуқ вә тинчлиқ нишан қилған хизмәтләрни қилиш лазимлиқини тәкилтиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر