«террорлуқ мәқситигә йетәлмәйду»

дөлитимиз муавин баш министири нуман қуртулмуш истанбулдики һуҗумни пәйда қилғучиларниң, бомбиларни у йәргә әвәткәнләр йаки бомбини қойғучилардинла ибарәт әмәсликини ейтти.

506761
«террорлуқ мәқситигә йетәлмәйду»

түркийә авази радийоси хәвири: муавин баш министир нуман қуртулмуш диний ишлар идариси бәргән иптар зийапитигә қатнашти вә сөз қилди. у истанбулда йүз бәргән террорлуқ һуҗуми тоғрисида тохтилип, террорлуқ тәшкилатлириниң «күч тәңпуңлуқи» ойунида пичка орнида пайдилиниливатқанлиқини билдүрди. у террорлуқниң хәлқаралиқ пайдилиниш вастисиға айланғанлиқини әскәртип: «қоллирини увулап туруп, әҗәп йахши болди, дегәнләрниму билимиз. бу һуҗумниң көрүнмигән йүзи тоғрисида қайғуруватимиз, әмма ғәзәп – нәпритимизниң йуқири пәллигә чиққанлиқиниму билдүрүшни халаймән» деди.

у тарих бойичә террорлуқ қилғанлар вә униңдин пайдиланғанларниң йоқалғанлиқини, һазирму мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини тәкитлиди. у мундақ деди:

«террорлуқ тәшкилатлириниң арқисида туруп, уларға арқа сәп, сийасий, иқтисадий, һәрбий вә истихбарат қатарлиқ саһәләрдә йардәм бериватқанларға, һушини тепишини тәвсийә қилимиз. 80 милйон хәлқ қолни қолға тутушуп, мүрини мүригә тирәп, террорлуққа қарши миллий бирлик вә баравәрлик ичидә һәрикәт қилимиз.»   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر