түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети

т б м м ташқи ишлар комитети адаләт вә тәрәққийат партийәси,җумһурийәт хәлқ партийәси вә миллийәтчи һәрикәт партийәси әзалириниң германийә федератсийә парламентиниң 1915-йил вәқәлирини музакирә қилиш қанун тәклипигә қарита елан қилған ортақ байанати.

502574
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ташқи ишлар комитетиниң адаләт вә тәрәққийат партийәси, җумһурийәт хәлқ партийәси вә миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң әзалири германийә федератсийә парламентиниң аталмиш 1915 – йил вәқәлирини музакирә қилиш қанун тәклипигә қарита елан қилған ортақ байанат елан қилди. төвәндә байанатниң мәзмуни толуқ текисти бойичә берилди.

германийә федератсийә парламентиниң асассиз «әрмәни ирқий қирғинчилиқи» ни қоллайдиған бир қанун тәклипини 2016 – йили 2 – ийун (пәйшәнбә) да авазға қойулидиғанлиқидин әпсуслиниш ичидә хәвәр таптуқ. аталмиш 1915 – йил вқәлири һәққидики тарихий һәқиқәтләр бурмиланған вә қанунға уйғун болмиған бу қанун тәклипини қаттиқ әйибләймиз вә рәт қилимиз.

бундин 101 йил муқәддәм биринчи дунйа урушиниң өзигә хас шараити астида йүз бәргән түркләр билән әрмәнләрниң еғир азабларни тәң баштин кәчүрүшигә охшаш вәқәләр тәрәпбазлиқ билән өзгәртилип, хилму хил сийасий гуманлар билән мулаһизә қилинип, «ирқий қирғинчилиқ» дегән шәкилдә сунулишини қәтий қобул қилишқа болмайду. бүгүнки күндә мәзкур вәқәләрниң қандақ сийасийлаштурулғанлиқи вә сүйиистемал қилинғанлиқиниң әң начар үлгиси һесаблинидиған бу қанун тәклипини, германийәниң алаһидә тарихий мәсулйитини өз үстигә елиш мәҗбурийити вә өтмүшниң мурәккәп чоққилиридин һалқип өтүп, тинчлиқ вә келишим йоллирини издәш җәһәттә «түркләрни вә әрмәнләрни қоллаш» дегәнгә охшаш күлкилик һәқиқәтләр билән изаһлаш һечқандақ нәзәргә елинмай кәлмәктә.

ирқий қирғинчилиқ сийасий мәқсәтләр үчүн қурбан қилинидиған йаки сүйистемал қилинидиған уқум болмастин, бәлки хәлқаралиқ қанунда изаһати вә мәниси наһайити очуқ көрситилгән җинайәттур. аталмиш 1915- йил әрмәни вәқәлириниң «ирқий қирғинчлиқ» болидиғанлиқи тоғрисида нопузлуқ бир сот мәһкимисиниң бирму һөкми болмиғинидәк, бу мәсилә үстидә һазирғичә бирдәклик һасил қилиналмиғанлиқи йавропа кишилик һоқуқ сот мәһкимисиниң 2015 – йили 15- өктәбирдики шивейтсарийә делоси қарари биләнму муәййәнләштүрүлгәниди. хәлқаралиқ қанун вә йавропа қануниниң роһиға зит һалда, германийә федератсийә мәҗлиси (парламенти) ниң  1915- йил вәқәлири тоғрисида рәсмий қарарини билдүрүп, буни һәммә саһә вә тәрәпләргә мәҗбурий теңишқа урунушиниң, германийә федератсийә мәҗлиси вәкиллик қилидиған немис хәлқиниң нәзиридә һаман бир күни соал пәйда қилидиғанлиқиға ишинимиз.

германийә федератсийә мәҗлиси вәкиллик қилидиған кишиләр арисидин орун алидиған йүз миңларчә муһаҗир түркләрниң райи вә қарашлирини пүтүнләй нәзәрдин сақит қилип, бурмиланған аталмиш әрмәни дәвалирини маарип түзүми астида йаш әвладларға теңишни чақириқ қилиш кишиләрниң пикир вә сөз әркинликини еғир дәриҗидә дәпсәндә қилди. германийә федератсийә мәҗлиси мәзкур қанун лайиһәсиниң «муһаҗир түркләрниң германийә җәмийтигә маслишишиға пайдиси болидиғанлиқи» ни баһанә қилип, германийәдики 3 милйон түрк топлуқиниң иззәт-абруйи вә мәвҗутлуқини бу тәриқидә дәпсәндә қилишқа урунуш қилмишлири кишиниң каллисдин қәтий өтмәйду. қисқиси, бу йолсиз вә қанунсиз қилмиш, түркләр билән немисларни би р- биридин айривеиштин башқа ишқа йаримайду.

узақ әсирләрдә тинчлиқ ичидә йашиған икки милләт, һазир болса, бир - биригә қошна болған бу икки дөләтниң достлуқ вә һәмкарлиқ ичидә ортақ келәчәк бәрпа қилиш үчүн тарихқа лилла нуқтида туруп муамилә қилишиға тоғра келиду. түркийә бүйүк милләт мәҗлиси  2005- йили бирдәк аваз билән мақуллиған хитабинамә арқилиқ, аталмиш 1915- йил вәқәлиригә лилла нуқтида туруп муамилә қилиш пиринсипини қобул қилип, тарихта йүз бәргән вәқәләрни әркин һалда тәтқиқ қилип, бирдәклик һасил қилиш үчүн һәммигә очуқ вә илмий асаста хизмәт қилидиған ортақ тарих комитетиниң тиришчанлиқи билән бу инсаний тирагедийәләрни толуқ айдиңлаштурушни қоллап қуввәтлигәниди. федератсийә мәҗлиси түркийә - әрменийә мунасивәтлирини түзүтүшкә хизмәт қилишни һәққий халайдиған болса؛ бизниң тиришчанлиқлиримизни қоллашниң орниға, мәзкур қарар лайиһәни көтүрүп чиқиши, кәлгүси әвладларға бир тәрәплимә қараш, дүшмәнлик вә интиқам уруқлирини мирас қалдуруп қойуштин башқа ишқа йаримайду. германийә федератсийә мәҗлисниң «тарихий мәсулийити» ни тарихни бурмилап, айримчилиқларни техиму кәскинләштүрүш арқилиқ әмәс, бәлки тарихий һәқиқәтләрни йорутуп беришни мәқсәт қилған һалда үстигә елишини үмид қилимиз. 

ахирқи нуқтида, түркийә билән германийәниң достлуқ вә иттипақдашлиқ мунасивитигә зийан салидиғанлиқи тоғрисида әндишә қиливатқан мундақ қанун тәклипиниң федератсийә парламентиниң тәстиқидин өтмәслики, әқил билән иш қиилш пиринсипиниң ғалип кәлгәнликиниң әң муһим дәлили болуп қалғуси!.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر