германийә парламенти аталмиш әрмәни дәвалирини қобул қилди

рәһбәрләр германийә федератсийә парламентида авазға қойулған аталмиш 1915 – йил әрмәни дәвалириға мунасивәтлик қанун тәклипи қобул қилнғандин кейин, байанат елан қилди.

502863
германийә парламенти аталмиш әрмәни дәвалирини қобул қилди
yıldırım merkel telefon görüşmesi.jpg
mevlüt çavuşoğlu
numan kurtulmuş.jpg
almanya tepkiler.jpg
almanya tepkiler 1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған аталмиш 1915 – йил әрмәни дәвалириға мунасивәтлик қанун тәклипиниң, германийә федератсийә мәҗлиси (парламенти) дә қобул қилинғанлиқи үстидә тохталди. аталмиш әрмәни дәвалири һәққидики қанун лайиһәсиниң германийә федератсийә мәҗлисидә қобул қилинишиниң, икки дөләт мунасивәтлиригә чоң тәсир көрситидиғанлиқини ейтти.

кенийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәгә қайтқандин кейин бесилидиған қәдәмләр үстидә ойлишидиғанлиқлирини әскәртип, ташқи ишлар министирлиқиниң мунасивәтлик мәсуллири билән мәсилини тәпсилий муһакимә қилидиғанлиқлирини билдүрди.

дөлитимиз баш министири бинали йилдирим әрмәни дәвалириға мунасивәтлик қанун тәклипи авазға қойулғандин кейин, берлиндики түркийә баш әлчисини кеңишиш үчүн чақиртқанлиқини уқтурди. у түркийәниң германийә федератсийә парламентидин өткән аталмиш 1915 – йил вәқәлиригә мунасивәтлик әрмәни дәвалири қанун тәклипини һәргизму қобул қилмайдиғанлиқини тәкитлиди. у: «бизниң өтмүшимиз ениқ, бу бир хата қарар» деди.

муавин баш министир нуман қуртулмуш германийә федератсийә парламентида қобул қилинған қанун тәклипиниң түркийә үчүн һечнимә әмәсликини билдүрди. у: «бурмиланған вә асассиз дәваларниң қобул қилиниши тарихий хаталиқтур» деди вә буниңға хәлқаралиқ мунбәрләрдә тегишлик җаваб беридиғанлиқлирини тәкитлиди.

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу германийә федератсийә парламентиниң қарариға наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «өзиниң қара бәтлирини башқа дөләтләрниң тарихини бурмилаш вә  мәсулийәтсзлик қилиш билән ақлиғили болмайду.»

адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң байанатчиси йасин актай түркийә – германийә мунасивәтлириниң, бу қанун тәклипи билән еғир зийанға учриғанлиқини ейтти. у: «германийә парламентиниң қарари достанә әмәс, мунасивәтлиримизгә еғир зийан салди» деди.

җумһурийәт хәлқ партийәсиниң парламент әзаси бариш йаркадаш бу һәқтә тохтилип: «бу қарар һечнимигә әрзимәйду, парламентлар бу хил тарихий вәқәләргә мунасивәтлик қарар чиқириштин ваз кечиши лазим» деди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) германийә парламентиниң қарарини әйибләп ортақ хитабнамә елан қилишқа тәййарланди.

германийә федератсийә парламенти әрмәнләрниң 1915 – йил дәвалирини «ирқий қирғинчилиқ» дәп етирап қилидиған қанун тәклипини қобул қилди. қанун тәклипини авазға қойушқа баш министир меркелниң қатнашмаслиқи алаһидә диққәт қозғиди. у қанун тәклипи авазға қойулуп, азғинә вақит өткәндин кейин елан қилған байанатида, «түркийә билән кәң даирәлик вә наһайити күчлүк мунасивәтлиримиз бар» дегән сөзләргә орун аҗратти.  

бу пәйтләрдә, германийәниң әнқәрәдики баш әлчиси ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر