әрдоған меркел билән көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған германийә баш министири ангела меркел билән телефонлашти.

502124
әрдоған меркел билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийиниң билдүрүшичә, учришишта әрдоған германийә парламентида 2 – ийун пәйшәнбә күни авазға қойулидиған 1915 – йилқи аталмиш әрмәни дәвалириға мунасивәтлик әндишилирини оттуриға қойған, буниң түркийәгә нисбәтән әң сәзгүр мәсилә икәнликини, шуңа германийәниң бу мәсилигә соғуққанлиқ билән муамилә қилиши лазимлиқини тәкитлигән.

әрдоған билән меркел «қайта қобул қилиш келишими» билән түркийә пуқралириниң йавропа әллиридә визисиз сайаһәт қилиши мәсилисиниң икки тәрәп оттурисида давамлиқ музакирә қилинишиниң зөрүрлүкини тәкитләшкән.

йәнә бир тәрәптин, җумһур рәис әрдоған африқа зийарити һарписида әднан мәндәрәс айродурумида өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида мундақ деди: «түркийә – германийә мунасивәтлири интайин мустәһкәм. әгәр германийә хәлқара сәһнидә ойлиниватқан сийасий ойунға алдинип қалса, икки дөләт мунасивәтлиригә зийан йәткүзгән болиду. германийә даирилири бу нуқтиға диққәт қилиду дәп қараймән. техи мақулланмиған бир қарар һәққидә пикир байан қилишни тоғра дәп қаримаймән. бу һәқтә бирәр қарар чиққандин кейин қаришимизни оттуриға қойармиз. шуни тәкитләш керәкки, хәлқара қанунға көрә  бу мәсилиниң биз билән қилчә мунасивити йоқ.»

бу арилиқта, баш министир бинали йилдирим германийә парламентида әтә авазға қойулидиған 1915 – йилқи вәқәләргә мунасивәтлик қанун тәклипи қобул қилинған тәқдирдә, икки дөләт мунасивәтлиригә зийан йетидиғанлиқини ейтти.

йилдирим шималий қибрис түрк җумһурийитигә қилидиған зийарити һарписида әсәнбоға айродурумида елан қилған байанатида, бу һәқтә тохтилип мундақ деди: «1915 – йили йүз бәргән вәқә, биринчи дунйа уруши шәртлири астида йүз бәргән, һәрқандақ бир хәлқниң ичидә йүз беридиған адәттики вәқәләрдин бири. шуңа бу мәсилидә түркийәгә талон кесишкә урунуватқанларниң нийити йахши әмәс, бу бизгә бәш қолдәк айан. бу һәқтә пүткүл җаһанға шундақ җакарлаймизки, бизниң мәхпий һечқандақ мәсилимиз йоқ. шуңа өтмүшкә аит барлиқ вәқәләр тәкшүрүлсун. әмма бу тарихшунаслар тәрипидин ишқа ашурулсун. чүнки буни сийасәт үчүн козерға айландурувалғинимизда, зор хаталиқ өткүзгән болимиз. униң үстигә түркийә – германийә мунасивәтлири бузулиду. биз икки дөләт мунасивәтлириниң бузулушини қилчә халимаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر