сүрийәликләр түркийәдә ишләш түзүмидин пайдилинишни давамлаштурмақта

дөләтлиридики ички уруштин қечип түркийәдә панаһланған сүрийәликләр, түркийәдә ишлишигә рухсәт қилидиған низамнамидин пайдилинишни давамлаштурмақта.

495507
сүрийәликләр түркийәдә ишләш түзүмидин пайдилинишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: 15- йанварда рәсмий гезиттә елан қилиниш билән бирликтә иҗра қилинишқа башлиған ‹вақитлиқ муһапизәт қилиниватқан чәт әлликләрниң хизмәт қилишиға даир низамнамә› даирисидә керәклик шәртләрни һазирлап илтимас сунған 3800 сүрийәлик түркийәдә иш имканийитигә еришти.

әмгәк вә иҗтимаий бихәтәрлик ишлири министирлиқиға қарашлиқ әмгәк ишлири баш идариси сүрийәлик мусапирларға қурулуш, тоқумичилиқ вә ишләпчиқириш саһәлири бойичә ишләш иҗазити бәрди.

сүрийәликләргә берилгән бир йил муддәтлик ишләш, хизмәт қилиш иҗазәтнамиси муддити түгигәндә узартилсиму, бу иҗазәтнамини иқамәтниң орнида ишлитишкә болмайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر