түркийә армийәсиниң һәрбий һәрикитидә 14 даешчи өлди

түркийә армийәсиниң айропиланлири сүрийәниң шималида оқ чиқиришқа тәййарланған даеш нуқтилирини һавадин алдин бомбардиман қилип, еғир зәрбә бәрди.

489556
түркийә армийәсиниң һәрбий һәрикитидә 14 даешчи өлди

түркийә авази радийоси хәвири:  түнүгүн (11 – апрел) кәч саәт 20:00  әтрапида һәләбниң шималидики җариз, йаһмул, кафраһ районлиридики чарлашлардин вә райондин кәлгән истихбарат учурлири тәһлил қилинди. тәкшүрүшләр нәтиҗисидә, оқ чиқиришқа тәййарланғанлиқи билингән даеш нуқтилири һавадин бомбардиман қилинди.

бу қетимқи һәрбий һәрикәт 12 – апрел сәһәр вақтиғичә давамлашти. дәсләпки мәлуматларға асасланғанда, 14 даешчи террорист өлгән.

йәнә бир тәрәптин, түркийә армийәси кафраһ, җариз тилалайн вә дабикта байқиған даеш нуқтилирини хәлқара бирләшмә қисимму бәш қетим һавадин бомбардиман қилди. бу һәрикәттиму 14 даешчи террорист өлгән болуп, үстигә қорал орнитилған бир аптомобил, даеш ишлитиватқан икки қәвәтлик бир бина вә 11 қоғдиниш нуқтиси пачақлап ташланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر