баш министир давутоғлу боснийә – гертсеговинада зийарәттә болди

баш министир әһмәд давутоғлу, боснийә – гертсеговинаниң банка лука шәһиридики фәрһадиййә җамәсиниң ечилиш мурасимиға иштирак қилди.

486572
баш министир давутоғлу боснийә – гертсеговинада зийарәттә болди
davutoğlu bosna hersek.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир әһмәд давутоғлу, 1993 – йили 7 – майда сериблар тәрипидин чеқип ташланғандин кейин түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә агентлиқиниң йардими сайисида әслигә кәлтүрүлгән боснийә – гертсеговинаниң банка лука шәһиридики фәрһадиййә җамәсиниң ечилиш мурасимиға иштирак қилди.

баш министир давутоғлу мурасимда сөз қилип, фәрһадиййә җамәсиниң буниңдин 23 йил илгири тәлвиләрчә партлатқуч қойулуп йиқип ташланғанлиқидин малайсийадики боснийәлик оқуғучилири билән бирликтә хәвәр тепип чоңқур қайғурғанлиқини؛ бүйүк рәһбәр, данишмән әли иззәтбеговичниң қешиға кәлгинидә бирликтә йиғлиғанлиқлирини әсләп өтти. у сөзини давамлаштуруп, «һазир, йәни аридин 23 йил өткәндин кейин фәрһадиййә җамәсиниң ечилишиға иштирак қилиш һайатимдики әң иптихарлинарлиқ ишларниң биридур вә шуниңға ишниңларки, һазир әли иззәтбеговичниң руһиму бу гүзәл гүзәл иштин хәвәрдардур» деди.

боснийә – гертсеговинани парчилимақчи, бөлмәкчи, айривалмақчи болғанларниң әслидә инсанларниң қәлб риштилирини үзүвәтмәкчи болғанлиқиға ишарәт қилған баш министир давутоғлу, банйа луканиң боснийә – гертсеговинадин, сарайбоснаниң мостардин һәргизму айрилмайдиғанлиқини тәкитлиди.

боснийә - гертсеговина пирезидентлиқ кеңишиниң башлиқи бакир иззәтбеговичму фәрһадиййә җамәсиниң йеңилинишиниң үмидниң вә һайатниң зәпири шундақла бу земинларда бирликтә йашашниң капалити икәнликини әскәрткән һалда, «фәрһадиййәниң йеңилиниши бошнақларниң бу земинларға қайтишиниңму символидур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر