түркийә әрдоғанға һақарәт қилған комедийә артиси үстидин әрз сунди

түркийә җумһур рәис әрдоғанға һақарәт қилған германийәлик комедийә артиси үстидин рәсмий әрз сунди.

470023
түркийә әрдоғанға һақарәт қилған комедийә артиси үстидин әрз сунди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға һақарәт қилғанлиқи сәвәблик, германийәлик комедийә артиси Jan Böhmermann үстидин тәкшүрүш елип берилиши үчүн җүмә күни германийә даирилиригә рәсмий илтимас сунди. түркийәниң берлин баш әлчиханиси германийә ташқи ишлар министирлиқиға: «тәкшүрүш елип берилиши үчүн һәрикәткә өтүңлар» тәриқисидә нота тапшурди.

мәлуматларға қариғанда, германийә җаза қануниниң 103 – маддисиға асасән, чәт әллик дөләт әрбаблириға һақарәт қилған кишигә 3 йилғичә қамақ җазаси берилидикән. тәкшүрүш елип берилиши үчүн, 104 – маддисиға асасән, һақарәткә учриғучи рәһбәрниң дөлити рәсмий илтимас сунуши шәрт икән. түркийәму бу даиридә германийәгә рәсмий илтимас сунди. германийә һөкүмити түркийәниң илтимасниң баш министирлиқ мәһкимиси, ташқи ишлар министирлиқи вә әдлийә министирлиқи қатарлиқ орунларниң мутәхәссислири тәрипидин көздин кәчүрүлүватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر