давутоғлу: исламни даеш билән бир сәптә қойуш тоғра әмәс

баш министир әһмәд давутоғлу исламни даеш террорлуқ тәшкилати билән охшаш сәптә көрүшни халайдиғанларға тарихқа нәзәр ташлашни тәвсийә қилди.

468028
давутоғлу: исламни даеш билән бир сәптә қойуш тоғра әмәс
davutoğlu deaş.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир давутоғлу түркийә диний ишлар башқармисиниң мәвлут һәптиси мунасивити билән әнқәрәдә өткүзгән ‹һәзрити пәйғәмбәр, тәвһид вә вәһдәт› темилиқ йиғинида сөз қилип, исламниң әң муһим пәрқиниң ‹тәслимийәт› тин ибарәт икәнликини қәйт қилди. у сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «биз бир қетим аллаһқа тәвһид билән тәслим болғанлар, башқа һечқандақ нәрсигә тәслим болмаймиз. нөвәттә исламни даеш билән бир сәптә қоймақчи болғанлар йаки бүгүнки күндә исламни айалларни төвән көридиған бир дин сүпитидә көрмәкчи болғанлар тарихни ечип қарап бақсун. һечқандақ бир диний әнәнә ичидә һәзрити хәдиҗәгә, һәзрити аишәгә қилинған һөрмәт исламғичә болған җәрйанда (айалларға) қилинмиди. йәнә тарихни ечип қарап беқишсун... тарихқа әмәс заманиви дәвргә қарап беқишсун, 19- әсиргичә ғәрб пәлсәписидә ‹айалларниң руһи барму – йоқму?› дәп дәталаш қилинатти вә ‹шәйтан һөкүмран орунға өтүвалған айаллар вуҗудидин шәйтанни чиқириш үчүн› көйдүрүш мурасимлири өткүзүләтти. биз болсақ, пәйғәмбәргә болған муһәббитимизни униң анисиға – аминә хатунғиму намайән қилидиған мәвлуд әнәнисиниң бир парчисимиз. униң айаллириға ‹анилиримиз› дәп қарайдиған, һәр бирини пүткүл инсанийәтниң аниси, дәп билидиған инсанлармиз.»

әһмәд давутоғлу йәнә «бизниң аримизға даеш еңиму кирәлмәйду, бизниң аримизға бу муһәббәтни йоқатмақчи болған һечқандақ бир тәприқичилик кирәлмәйду. бизниң пәрқимиз бу йәрдә. вәһдәт бу йәрдә, тәвһидни тунуп йәткүчиләрниң әң ахирқи бекити вәһдәттур. бу тәвһид аллаһқа муһәббәт бағлаш билән башлиниду.» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر