қазақистан әлчиханиси уйғур йазғучиниң китабини тонуштурди

әнқәрәгә җайлашқан қазақистан әлчиханиси уйғур йазғучи әхмәтҗан һашириниң «идиқут» намлиқ романини тонуштуруш паалийити өткүзди.

457307
қазақистан әлчиханиси уйғур йазғучиниң китабини тонуштурди

түркийә авази радийоси хәвири: 23– март чүштин кейин саәт 4 тә қазақистан әлчиханисида, қазақистанлиқ уйғур йазғучи әхмәтҗан һашириниң «идиқут» намлиқ романиниң түркийә түркчисидә нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән, тонуштуруш паалийити өткүзүлди. паалийәткә, әнқәрә уйғурлири, әнқәрә универстети вә ғази универстетиниң оқутқучи – оқуғучилири, бәнгү нәшрийатиниң хадимлири вә қазақистан әлчиханисиниң мәсуллири вә алаһидә меһманлири қатнашти.

қазақистан баш әлчиси җансейит түймәбайев түркийә – қазақистан арисидики мәдәнийәт – сәнәт паалийәтлирини йумилақ үстәлдә өткүзүшниң әнәнигә айланғанлиқини билдүрди. у қазақистанда 100 дин артуқ милләтниң йашайдиғанлиқини, буниң ичидә қериндаш уйғур хәлқиниң муһим салмақни игиләйдиғанлиқини қәйт қилди. у қазақистанда уйғур ана тилида дәрс өтүлидиған мәктәпләрниң барлиқини, уйғурчә нәшир – әпкарлириниңму хизмәт қиливатқанлиқини, узун тарихқа игә уйғур тийатириниң һазирғичә давамлишиватқанлиқини әскәртти. у уйғур йазғучиси әхмәтҗан һашириниң «идиқут» романиниң түркчигә тәрҗимә қилинишиниң, түркийә – қазақистан арисидики мәдәнийәт мунасивитини күчәйтиштә муһим рол ойнайдиғанлиқини тәкитлиди.

бәнгү нәширийатиниң мудири доктор өмәр йақупоғлу сөз қилип, һазирғичә уйғур әдәбийатиға алақидар әхмәтҗан һашириниң икки китаби вә зийа сәмәдиниң «ипархан» намлиқ китаби болуп, җәмий үч китабниң нәшргә тәййарланғанлиқини билдүрди.

ғази универстети түркологийә факултетиниң оқутқучиси пирофессор доктор һүлйа қасапоғлу түрк хәлқлириниң әдәбийат, тарих әсәрлириниң пүткүл түркләргә, җүмлидин уйғурларғиму ортақ икәнликини тәкитлиди. у һазирқи заман уйғур әдәбийати асасиниң йақупбәг дәвридә селинғанлиқини؛ 1933 вә 1944 – йилидики икки җумһурийәттә муһим шәхсләрниң йетишип чиқип, уйғур әдәбийати вә тарихиға өчмәс төһпиләрни қошқанлиқини билдүрди. уйғур елидә коммунистик хитай һакимийити тикләнгән мәзгилниң, уйғур әдәбийат – тарихидики «турғунлуқ», «тохтап қилиш» дәври икәнликини қәйт қилди. шуңа, абдуреһим өткүр вә турғун алмас қатарлиқ атақлиқ йазғучиларниң әсәрлиридә бу дәврниң алаһидиликини көрүвалғили болидиғанлиқини ейтти.

у йәнә, түрк җумһурийәтлиридә тәрәққий қилған уйғур әдәбийат, тарих әсәрлириниң, пүтүн уйғур әдәбийат тарихниң муһим тәркиби қисми икәнликини, буниңда зийа сәмәди вә әхмәтҗан һашири, хелил һәмрайеф қатарлиқ йазғучиларниң сиңдүргән әҗириниң муһим орунда туридиғанлиқини билдүрди.

ахирида, әхмәтҗан һашири алқишлар ичидә сөзгә тәклип қилинди. әхмәтҗан һашири «идиқут» намлиқ әсирини йезиш җәрйани һәққидә қисқичә тохтилип, китаб үстидә 20 йил издәнгәнликини, буниң ичидә тоққуз йил хам материйал топлиғанлиқини, буниң үчүн ғәрбтә венгирийәгичә, шәрқтә моңғулийә вә хитайниң бейҗиң шәһиригичә барғанлиқини ейтти. у оқурмәнлири болмиған йазғучиниң «өлүк йазғучи» икәнликини, бүгүнки паалийәткә кәлгәнләрни көрүп вә китабиниң түркчә нәшр қилинғанлиқидин сөйүнүп, өзини қайтидин тирилгәндәк һес қиливатқанлиқини қәйт қилди. у хәлқләр арисидики достлуқ вә әң чоң байлиқниң «әдәбий әсәрләр» икәнликини тәкитлиди.

паалийәт ахирида, һәммә меһманлар қазақистан әлчиханисида тәййарланған чай зийапитигә дахил болди. әнқәрә уйғурлири әхмәтҗан һашири билән узунғичә әһваллашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر