икки чоң өктичи партийә давутоғлуниң чақириқиға аваз қошти

баш министир әһмәд давутоғлу, түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә йолланған парламент әзалириниң чеқилалмаслиқ һоқуқиниң әмәлдин қалдурулуши тәлипини бирдәк қобул қилишни тәклип қилди.

452758
икки чоң өктичи партийә давутоғлуниң чақириқиға аваз қошти
davutoğlu meclis dokunulmazlık.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир әһмәд давутоғлу, түркийә бүйүк милләт мәҗлисигә йолланған парламент әзалириниң чеқилалмаслиқ һоқуқиниң әмәлдин қалдурулушиға мунасивәтлик барлиқ тәләпләрни авазға қойуп тәстиқлашни тәклип қилип мундақ деди: «келиңлар, чеқилалмаслиқ һоқуқини һәммимиз бирликтә елип ташлайли. нөвәттә парламентта күтүп туруватқан 506 данә чеқилалмаслиқ һоқуқиниң бикар қилинишиға мунасивәтлик материйал бар, буларниң һәммисини бирақла бикар қилайли. адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң қорқидиған һечқандақ материйали йоқ» деди.

җумһурийәт хәлқ партийәси билән миллийәтчи һәрикәт партийәси, баш министир әһмәд давутоғлуниң «чиқилалмаслиқ һоқуқи» тоғрисидики тәклипигә «биз тәййар» дәп қоллап байанат бәрди.

җумһурийәт хәлқ партийәсиниң парламенттики гуруппа башлиқи вәкили ләвәнт гөк, давутоғлуниң чақириқиниң партийәсиниң тәклипигә мас келидиғанлиқини билдүрди, миллийәтчи һәрикәт партийәсиниң парламенттики гуруппа башлиқи вәкили октай вурал бу һәқтә тохтилип, «парламент сөз сәһнисигә четишлиқ материйаллардин башқа барлиқ чеқилалмаслиқ һоқуқлириниң бикар қилиниши тәрәпдаримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر