түркийә террорчиларниң шималий ирақтики увилирини бомбардиман қилди

түркийә армийәси PKK террорлуқ тәшкилатиниң шималий ирақниң қандил вә гара районлиридики лагерлирини бомбардиман қилди.

450322
түркийә террорчиларниң шималий ирақтики увилирини бомбардиман қилди
tsk kandil operasyon.jpg

мардинниң нусайбин вә һаккариниң йүксәкова наһийәлиридә болса, хәвпсизлик күчлириниң террорчилар орнатқан тосуқларни елип ташлаш, колиған орәкләрни тиндуруш вә миналарни тазилаш һәрикәтлири давам қилмақта.

мардин вә һаккари валийлиқ мәһкимлири уқтуруш тарқитип, мәзкур икки наһийәдә кечилири кочиға чиқишни чәклиди.

чәклимигә мас һалда пиланланған зәрбә бериш һәрикәтлириму елип берилмақта؛ зәрбә бериш һәрикәтлири җәрйанида PKK террорлуқ тәшкилати террорчилири тәрипидин орнитилған тосуқлар елип ташлиниду, орәкләр тиндурулиду, көмүлгән бомбилар човуп ташлиниду, җәмийәт тәртипини сақлаш йолида һәр хил чарә – тәдбирләр йолға қойулиду.

ширнақтиму бир мәлум қилиш учуриға асасән һәрикәткә өткән хәвпсизлик күчлири террорчиалрниң көп миқдарда қорал вә оқ – дорилирини қолға чүшүрди.

ширнақ шәһәр мәркизидиму тосуқларни елип ташлаш вә орәкләрни тиндүрүш һәрикитиниң башлиниши күтүлмәктә.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر