германийә баш министири ангела меркел әнқәрәгә йетип кәлди

ангела меркел әнқәрәдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин қобул қилиниду. у зийарити җәрйанида баш министир әһмәт давутоғлу биләнму көрүшиду.

428887
германийә баш министири ангела меркел әнқәрәгә йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири ангела меркел чанкайа сарийида мурасим билән күтүвелиниду. у учришишлирида, түркийәниң йавропа иттипақи әзалиқ мусаписи вә көчмәнләр киризиси тоғрисида дөлитимиз рәһбәрлири билән өзара пикир алмаштуриду. көрүшүшләрдә, икки дөләт мунасивити муһакимә қилиниду.

ангела меркелниң әнқәрә зийарити, әнглийә пайтәхти лондонда өткүзүлгән сүрийә йиғинида қарар қилинған иди. бу қетимқи зийарәт, меркелниң төт ай ичидә қилған 3 – қетимлиқ түркийә зийарити болуп һесаблиниду.

ангела меркел әнқәрәгә қарап зийарәт қилиштин бурун, интернет тор бетидә мухбирларниң соаллириға җаваб бәргән көрүнүшләр тарқитилди. у сөзидә, йавропа дөләтлириниң түркийәдики көчмәнләрниң бир қисмини бивастә қобул қилишқа мәҗбур икәнликини билдүрди. у: «тәййар турушимиз керәк, әгәр қанунсиз көчни вә адәм әткәсчиликини тохтатмақчи болсақ, бизгә айрилған көчмәнләрни қобул қилишимиз керәк. йавропа бу ишниң сиртида туралмайду» деди. у түркийә билән имзаланған «ортақ һәрикәт қилиш пилани» ниң шәнгән районини қоғдаш үчүн ейтқанда һайати әһмийәткә игә икәнликини әскәртти.

у: «чегралиримизни қоғдийалмисақ, параванлиқимизниң асасини тәшкил қилидиған әркин сайаһәт вә ортақ базар хәтәргә дуч келиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر