давутоғлу хәлқаралиқ карханичилар билән көрүшти

баш министир давутоғлу алди билән лондонда, арқидин давос йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған шиветсарийәниң давос шәһиридә хәлқаралиқ карханичилар билән бир йәргә җәм болди.

423967
давутоғлу хәлқаралиқ карханичилар билән көрүшти
başbakan davutoğlu

түркийә авази радийоси хәвири: давутоғлуниң карханичилар билән елип барған учришишлирида пул – муамилә, ул әслиһә қурулушлири, алдинқи сәп хизмити, санаәт қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди, йеңи һөкүмәтниң һәрикәт пилани һәққидә мәлумат берилди.

учришишларда, түркийәниң йеңи истиратегийәлик пилан лайиһәлири тонуштурулди һәмдә мәбләғ селиш шараитиниң техиму йахшилинидиғанлиқи әскәртилди.

мәлуматларға қариғанда, баш министир давутоғлу лондон вә давоста көрүшкән карханичиларниң қол илкидики ширкәтләрниң сәрмайиси 4 трилйон доллардин ашидикән, селинма лайиһәлириниң қиммити болса 3 милйард доллардин артуқ икән.

игилинишичә, тәләпләр көп болғанлиқтин, давутоғлу алдимиздики күнләрдиму карханичилар билән давамлиқ учришидикән.

йәнә бир тәрәптин, баш министир давутоғлу түркийәниң саһибханилиқида бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи бан кимон тәрипидин дунйа сода – иқтисад мунбири йиғини даирисидә чақирилидиған «дунйа инсанй йиғини» ни тонуштуруш зийапитигә иштирак қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر