литванийә пирезиденти түркийәдә зийарәттә болмақта

литванийә пирезиденти даилиә гирибаускайте түркийәдә зийарәттә болмақта.

142078
 литванийә пирезиденти түркийәдә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: литванийә пирезиденти әнқәрәдә алди билән ататүрк хатирә сарийини зийарәт қилди. кейинчә җумһур рәислик сарийиға өткән литванийә пирезиденти даилиә гирибаускайте рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди.
мурасимдин кейин җумһур рәис әрдоған кәспдиши билән айрим көрүшти, арқидин һәйәтләр ара учришишлар елип берилди. учришишлардин кейин икки дөләт оттурисидики сода мунасивәтлириниң йәниму күчәйтилиши үчүн ортақ комитет қурулуши вә түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқи мәсилисидә һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш нишан қилинған келишимләр имзаланди. әрдоған билән гирибаускайтениң қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, ортақ енергийә лайиһәлиридин сирт йәнә, сүрийә мәсилисиму күнтәртипкә кәлди. җумһур рәис әрдоған, тәлим - тәрбийә вә һәрбий әслиһәләр билән тәминләш, бихәтәр район вә учуш чәкләнгән район бәрпа қилиш мәсилилиригә қарита соалға җаваб бәргәндә, «бихәтәр район вә учуш чәкләнгән район бәрпа қилиш мәсилиси тоғрулуқ техичә иттипақдаш күчлири вәдә бәргини йоқ, әмма бу бизниң һәйәтлиримиздә музакирә қилинған мәсилә, тәлим - тәрбийә вә һәрбий әслиһәләр билән тәминләш мәсилисидә бирдәклик һасил қилинғандәк қилиду, әмма қалған икки мәсилидә толиму әпсуски техичә бирдәклик йоқ, бирдәклик болмиған әһвал астида һәрикәткә өтүш мумкин әмәс» деди.
литванийә пирезиденти гирибаускайтему дөлитиниң түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқ басқучини қоллайдиғанлиқини йәнә бир қетим тәкитлиди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر