муғирини: йавропа иттипақиниңму түркийәгә еһтийаҗи бар

йавропа иттипақи ташқи ишлар алий вәкили федерика муғирини билән йавропа иттипақиниң кеңийишигә мәсул әзаси җуһаннес һан вә инсапәрвәр йардәм ишлири мәсули хиристос ситилиандис йәкшәнбә күни түркийә зийаритини башлайду.

138994
муғирини: йавропа иттипақиниңму түркийәгә еһтийаҗи бар

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң 3 нәпәр муһим рәһбири әнқәрә келиду.
йавропа иттипақи ташқи ишлар алий вәкили федерика муғирини билән йавропа иттипақиниң кеңийишигә мәсул әзаси җуһаннес һан вә инсапәрвәр йардәм ишлири мәсули хиристос ситилиандис йәкшәнбә күни түркийә зийаритини башлайду.
бу муһим зийарәттин илгири т р т гә мәхсус байанат бәргән йавропа иттипақи ташқи ишлар вә бихәтәрлик сийаситигә мәсул алий вәкили федерика муғирини, түркийә хәлқиниң йеримидин көпрәкиниң йавропа иттипақиға әза болушни халайдиғанлиқини ейтти.
муғирини, йавропа иттипақиниңму түркийәгә еһтийаҗи барлиқини тәкитләп, түркийә билән йавропа итипақиниң һеч қачан һазирқидәк бир - биригә еһтийаҗлиқ болуп бақмиғанлиқини қәйт қилди.
түркийәниң сүрийә хәлқигә қучақ ечиш арқилиқ иинсанпәрвәрлик нуқтисидин интайин чоң рол ойниғанлиқини қәйт қилған муғирини, зийарәт җәрйанида район характерлик мәсилиләрниңму музакирә қилинидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر