әрдоған: тағлардикиләрни өйлиригә қайтишқа чақиримиз

баш министир рәҗәп таййип әрдоған, террорлуққа хатимә берилиши үчүн ишқа кириштүрүлүватқан чарә басқучиниң изчил давамлишидиғанлиқини әскәртип, «тағлардикиләрни өйлиригә қайтишқа чақиримиз» деди

84851
әрдоған: тағлардикиләрни өйлиригә қайтишқа чақиримиз

баш министир рәҗәп таййип әрдоған, террорлуққа хатимә берилиши үчүн ишқа кириштүрүлүватқан чарә басқучиниң изчил давамлишидиғанлиқини әскәртип, «тағлардикиләрни өйлиригә қайтишқа чақиримиз» деди.
хусусий бир телевизийә қанилида соалларға җаваб бәргән әрдоған, түркийәниң терроризм билән бирликтә йашийалмайдиғанлиқини, шуңа террорниң үзүл - кесил йоқитилишиниң зөрүрлүкини тәкитлиди.
баш министир әрдоған, терроризмни үзүл - кесил йоқитиш үчүн түркийәниң 7 районида йашаватқан 77 милйон хәлқиниң мүрини мүригә тирәп күрәш қилиши лазимлиқини қәйт қилди.
баш министир әрдоған мундақ дәп көрсәтти: «тағлардикиләрни қорал - йарағларни ташлап, өйлиригә қайтишқа чақиримиз.»
әрдоған, америка қошма иштатлириниң ирақта ирақ шам ислам дөлитигә қарши елип барған һава һуҗуми вә түркийәниң мусул консулханисиниң гөрүгә еливелинған 49 нәпәр хадиминиң ақивитигә мунасивәтлик соалға җаваб бәргәндә, «нөвәттә у йәрдә 49 вәтәндишимиз бар, му мәсилигә давамлиқ сәзгүрлүк билән муамилә қилишимизға тоғра келиду. уларниң бир қисминиң аилә - тавабиатлири билән көрүштүм. улар бизни наһайити йахши чүшиниду, җүмлидин улар бизниң позитсийәмизни наһайити тоғра дәп қаримақта, америкиниң һазирқи позитсийәси бизниңкигә охшимайду» деди.
әрдоған, нөвәттә һәм түркмән қериндашлиримизға һәмдә у йәрдики йезидиләрни өз ичигә алған пүткүл хәлққә йемәк - ичмәк җәһәттин йардәм бериватқанлиқлирини әскәртти, һәмдә бу йардәмләрниң изчил давамлишидиғанлиқини тәкитлиди.
әрдоған, «бизниң арзуйимиз пүткүл ирақта бундақ қийинчлиқларни һәл қилиш» деди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر