тел авивға учидиған айропилан сәпәрлири тохтитип қойулди

түркийә, исраилийәниң тел авив бен гурион айродорумиға қатнайдиған айропилан сәпәрлирини кәч саәт 10 дин башлап бир күн тохтатти.

68131
тел авивға учидиған айропилан сәпәрлири тохтитип қойулди

түркийә, исраилийәниң тел авив бен гурион айродорумиға қатнайдиған айропилан сәпәрлирини кәч саәт 10 дин башлап бир күн тохтатти. америка вә бир қисим йавропа әллириму исраилийәгә учидиған айропиланларни тохтитип қойди.
қатнаш, деңизчилиқ вә учур – алақә ишлири министирлиқи, «исраилийә тел авив бен гурион айродорумидики бихәтәрлик хәвпи сәвәбидин түрк айропиланлириниң бу айродорумға қилидиған сәпәрлири саәт 22 дин башлап 24 саәт бойичә пуқралар авийатсийәси баш идариси тәрипидин әмәлдин қалдурулди» дәп байанат елан қилди. түркийә һава йоллири ширкитиниң истанбул – тел авив арисида қатнайдиған икки йолучилар айропилани бен гурион айродорумиға йеқин җайда мәйданға кәлгән тоқунуш сәвәбидин түнүгүн кечә ататүрк айродурумиға қайтип кәлди. түркийә һава йоллири ширкитиниң мәтбуат ишлири мәслиһәтчиси әли гәнч, иҗтимаий ортақлишиш бети арқилиқ байанат берип, «түркийә һава йоллири ширкити, мәвҗут әһвалларни мулаһизә қилип, тел авив қатнишини 24 саәт бойичә тохтитип қойушни қарар қилди» деди. гәнч, вәзийәтниң йеқиндин көзитиливатқанлиқини әскәртип, «әһвалға қарап қатнаш билән мунасивәтлик қарар көздин кәчүрүлиду» дегәнләрни қәйт қилди.
америка, германийә, норвегийә, фирансийә вә канадаму тел авивға учидиған айропиланлирини тохтитип қойғанлиқини елан қилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر