давутоғлу ғәззә дипломатийәсини давамлаштурмақта

дөлитимиз дипломатийә министири әһмәд давутоғлу, ғәззәдә уруш тохтитишниң капаләткә игә қилиниши үчүн қойуқ телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта.

67952
давутоғлу ғәззә дипломатийәсини давамлаштурмақта

дөлитимиз дипломатийә министири әһмәд давутоғлу, ғәззәдә уруш тохтитишниң капаләткә игә қилиниши үчүн қойуқ телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта.
давутоғлу түнүгүн америка қошма иштатлири дипломатийә министири җон керри вә қатар дипломатийә министири әләтиййә билән телефонда көрүшти. телефон сөһбитидә, пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббасниң түркийә зийарити җәрйанида оттуриға қойулған тинчлиқ орнитиш мусаписиниң нөвәттики әһвалиға мунасивәтлик мәсилиләр муһакимә қилинди.
игилинишичә, давутоғлу кери билән көрүшкәндә йәнә, баш министир рәҗәп таййип әрдоғанниң ғәззәдики вәзийәт һәққидә сөз қилған чағдики исраилийәгә қаратқан тәнқидлиригә җавабән америка дипломатийә министирлиқи байанатчиси җен псакиниң «сөзсизки, байанатларға рәнҗидә қилғучи вә хата, дәп қараймиз» дегән сөзлиридин биарамлиқ һес қилинғанлиқини оттуриға қойған.
давутоғлу керри билән йерим кечидә иккинчи қетим көрүшти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر