түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ғәззәдә зийарәттә болиду

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси кишилик һоқуқ тәкшүрүш комитети ғәззәдә зийарәттә болиду

67032
түркийә бүйүк милләт мәҗлиси ғәззәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлиси кишилик һоқуқ тәкшүрүш комитети ғәззәдә зийарәттә болиду.
комитет башлиқи айһан сәфәр үстүн, бу һәқтә дипломатийә министирликигә йазма илтимас сунғанлиқлирини уқтурди.
үстүн, «бу зийаритимиздин барлиқ партийәләрниң парламент әзалири орун алиду. көп санлиқ кишиләрдин тәшкил тапқан бир һәйәт билән ғәззәдә зийарәттә болушни пиланлаватимиз» деди.
илтимаста, шараит йар бәргән әһвал астида дәрһал, шараит йар бәрмигәндә уруш тохтитиш келишими һасил қилинғандин кейин пәләстиндә зийарәттә болуш тәләп қилинди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر