шанлиурфада 2 әскәр шеһит болди

шанлиурфаниң сүрийә чегридисики бир сақчихана һуҗумға учрап 2 әскәр шеһит болди, 1әскәр йариланди

67033
шанлиурфада 2 әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: шанлиурфаниң сүрийә чегридисики бир сақчихана һуҗумға учрап 2 әскәр шеһит болди, 1әскәр йариланди.
шанлиурфаниң сүрийә чегрисидики җәйланпинар наһийәсидә қанунсиз һалда чегридин өтүшкә урунған қораллиқ бир гуруппиға агаһландуруш берилди.
агаһландурушни диққәткә алмиған гуруппа әскәрләргә оқ чиқарди, буниңға чегридики әскәрләрму оқ чиқирип җаваб қайтурди.
тоқунуштин кейин қораллиқ гуруппа сүрийәгә қайтти, бу җәрйанда 3 әскәр йариланди.
йариланған әскәрләрдин иккиси дохтурханида давалаш үнүм бәрмәй шеһит болди.
йариланған йәнә бир әскәрниң давалаш ишлири болса давамлашмақта.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر