абдуллаһ гүл: хәлқ үчүн хизмәт қилишни давамлаштуримән

җумһур рәис абдуллаһ гүл, түркийә сода - санаәтчиләр бирләшмисиниң иптар зийапитигә иштирак қилди

129913
 абдуллаһ гүл: хәлқ үчүн хизмәт қилишни давамлаштуримән

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис абдуллаһ гүл, түркийә сода - санаәтчиләр бирләшмисиниң иптар зийапитигә иштирак қилди.
абдуллаһ гүл зийапәттин кейин бәргән байанатида, пәләстингә қарита ишқа ашурулуватқан түркийә селинмилири тоғрулуқ тохталди.
абдуллаһ гүл, түркийәлик карханичиларниң пәләстингә 10 милйон доллар мәбләғ салғанлиқини ейтти.
7 йиллиқ вәзипә өтәш муддитиниң тошуш алдида туруватқанлиқини әскәрткән абдуллаһ гүл, хәлқ үчүн хизмәт қилишни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر