әрдоған бунйамин нетанйаһуни агаһландурди

җумһур рәис намзати вә баш министир рәҗәп таййип әрдоған исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһуни агаһландурди.

128501
әрдоған бунйамин нетанйаһуни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис намзати вә баш министир рәҗәп таййип әрдоған шанлиурфадин исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһуға хитаб қилип мундақ деди: «сән ғәззә хәлқигә бомба етишни тохтатмиған әһвалда, түркийә билән дост болалмайсән.»
дунйа исраилийәниң ғәззә һуҗумлириға сүкүт қиливатқан бир пәйттә, баш министир рәҗәп таййип әрдоған шанлиурфада исраилийәниң ғәззә һуҗумлири үстидә тохтилип исраилийәни қаттиқ әйиблиди.
пәләстингә қаритилған ембарголар әмәлдин қалдурулғанлиқиға мунасивәтлик хәвәрләр тарқиливатқан болсиму, пәләстинниң йәнила бомбардиман қилиниватқанлиқини ейтқан әрдоған, бундақ әһвалда түркийәниң исраилийә билән болған мунасивәтлирини әслигә кәлтүрүшниң мумкин әмәсликини қәйт қилди.
рәҗәп таййип әрдоған бунйамин нетанйаһуниң ғәззә һуҗумлирини тохтатмиғучә йетим қелишқа мәһкум болидиғанлиқиниму тәкитләп өтти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر