әрдоған парежда олан билән көрүшти

дөлитимиз баш министири рәҗәп таййип әрдоған, йавропа зийаритиниң иккинчи бекити болған фирансийәниң пайтәхти парежда учришишта болди.

102463
әрдоған парежда олан билән көрүшти


дөлитимиз баш министири рәҗәп таййип әрдоған, йавропа зийаритиниң иккинчи бекити болған фирансийәниң пайтәхти парежда учришишта болди.
фирансийә пирезиденти фирансуа олан түнүгүн дөлитимиз баш министири рәҗәп таййип әрдоғанни әлизә сарийида күтүвалди.
әрдоған билән оланниң учишишида түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш басқучиға мунасивәтлик йеңи музакирә маддилириниң ечилишиға даир тиришчанлиқларниң муһимлиқи үстидә сөһбәт өткүзүлди.
баш министирлик мәнбәлиридин игиләнгән мәлуматларға қариғанда, әрдоған бу даиридә 2014 – йилиниң түркийәгә нисбәтән йеңи бир йавропа иттипақи йили болишиға алаһидә көңүл бөлгәнликини билдүргән.
әрдоған билән олан йадро енергийә вә мудапиә санаити қатарлиқ темилардиму икки дөләт оттурисдики һәмкарлиқниң ашурулиши вә сүритиниң тезлаштурулиши керәкликини тәкитлиди.
икки рәһбәр терролуққа қарши күрәш җәһәттиму хәлқара һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитләп, бу мәсилидә икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқниң вә маслишишчанлиқниң техиму күчәйтилиши керәкликини ейтти.
икки рәһбәр йәнә, ирақ вә сүрийәдә йүз бериватқан вәқәләрдин сирт, қирим мәслисиниму өз ичигә алған украина мәсилисидә өзара пикир алмаштурди.
учришишта қарабағ мәслиисни һәл қилиш чариси тепишқа алақидар тиришчанлиқларму тилға елинди.
дөлитимиз баш министири рәҗәп таййип әрдоған, париждики зийаритидин кейин лийонда муһаҗирәттики вәтәндашлар билән куришиду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر