түркийә бәсрәдики консулханисини тақиди

түркийә, ирақта барғанчә ешип бериватқан муқимсизлиқларни нәзәргә елип бәсрәдә турушлуқ консулханисидики хадимларни башқа йәргә йөткиди.

98827
түркийә бәсрәдики консулханисини тақиди

түркийә, ирақта барғанчә ешип бериватқан муқимсизлиқларни нәзәргә елип бәсрәдә турушлуқ консулханисидики хадимларни башқа йәргә йөткиди.
дөлитимиз дипломатийә министири әһмәд давутоғлуниң түнүгүн кәчтә тветтирда тарқатқан учуридин кейин мунасивәтлик тәрәпләрниң диққәт етибари бәсрәгә ағдурулди. давутоғлу, бихәтәрлик мәсилисини көздә тутуп, түркийәниң бәсрәдики консулханисиниң бошитилғанлиқи, хизмәтчи хадимларниң бихәтәр шәкилдә кувәйт тәрәпкә өткәнликини уқтурди вә «пуқралиримизниң ирақтики хәвплик җайлардин йөткәш үчүн киризис мәркизимиз вә бағдадта турушлуқ әлчиханимиз 24 саәт тохтавсиз хизмәт қилмақта» деди.
дипломатийә министирлиқи, бағдадтики түркийә әлчиханисиниң бошитилишиға даир қарар чиқирилмиғанлиқини уқтурди. дипломатик мәнбәләр, түркийә һава йоллири ширкити айропиланлириниң бәсрәгә қатнашни давамлаштуридиғанлиқи, консулханини тақиветиш қарариниңму вақитлиқ икәнлики һәққидә мәлумат бәрди
бу җәрйанда гөрүгә еливелинған мусул консулхана хадимлири билән түрк шопурларниң түркийә қайтиши йолидики хизмәтләр билән бирликтә учришиш басқучиму тохтавсиз давам қилмақта. дипломатийә министири әһмәд давутоғлу, түнүгүн түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи җәмил чичәкни зийарәт қилип, нөвәттики әң йеңи әһваллар һәққидә мәлумат бәрди.
йәнә бир тәрәптин әнқәрә җумһурийәт баш тәптиш мәһкимисиниң илтимасиға асасән 9- еғир җаза мәһкимиси мусул консулханисиға бастуруп кириш вәқәсигә мунасивәтлик хәвәрләрни тарқитишни мәни қилди. бу чәклиминиң ирақ шам ислам дөлити тәшкилати тәрипидин намәлум бир йәргә елип кетилгән түркийә пуқралириниң бихәтәрликиниң капаләткә игә қилиниши үчүн йолға қойулғанлиқи әскәртилди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر