әһмәт давутоғлуирақ – шам терролуқ тәшкилати һәққидә тохталди

әмдиликтә әлқаидәдин айрилип чиққан ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилати күнтәртипниң алдинқи қатаридин орун алди.

91502
әһмәт давутоғлуирақ – шам терролуқ тәшкилати һәққидә тохталди

ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилати мусулға қилған һуҗуми билән пүтүн дунйаниң күнтәртипидин орун алди.
11 – синтәбир һуҗумидин кейин оттуриға чиққан вә уисламға болған өчмәнликкә һәммидин бәк түрткә болған тәшкилат алқаидә болған иди.
әмдиликтә әлқаидәдин айрилип чиққан ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилати күнтәртипниң алдинқи қатаридин орун алди.
ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилати сүрийәдики қәтлиамлардин кейин терролуқ тәшкилати тезимликигә киргүзүлгән иди.
хәлқара мунбәрләрдә ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилатиниң хәвпи тәрәпкә түнҗи болуп хәлқара җамаәтчиликниң диққитини тартқан киши дөлитимиз ташқи ишлар министири әһмәт давтоғлу болди.
әһмәт давутоғлу сөзидә, «әслидә интайин ғәлитә мәнилик ишлар йүз бериватиду. сүрийә қозғилаңчилирини террорлуқ билән әйиблигәнләр бу ишларни көрмәйватиду. сүрийәниң шималида болватқан вәқәләр һәммигә айан. алди билән сүрийә һөкүмити бомбардиман қилиду, арқидинла ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилати у йәргә беесип келиду, тәшкитлат сүрийә һөкүмити билән учуқ ашкара һәмкарлиқ ичидә һәрикәт қилмақта» деди.
әһмәт давутоғлу буниңдин бир қанчилиған ай илгири ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилатиға қарши көрәш һәққидиму учур бәргән иди.
әһмәт давутоғлу «әгәр әсәд һөкүмитиниң 2 йил давамлашқан бесими болмиған болса, ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилатиға охшаш гуруппиларниң оттуриға чиқиши мумкин әмәс иди. бу барлиқ апәтләрниң әң чоңи әсәд һөкүмитиниң өзидур. әсәд һөкүмити пүтүн рәзилликәрниң мәнбәсидур» деди.
сүрийә қозғилаңчи вә инқилапчи күчләр ититипақи башлиқи әһмәт әл җабра «ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилати сүрийә әскәрлири билән қәтий урушуп бақмиди. даим сүрийә һөкүмитиниң дости болди» дейиш арқилиқ әһмәт давутоғлиниң ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилати һәққидики пикриниң нәқәдәр тоғра икәнликини оттуриға қойған болди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر