буләнт аринч: «түркийә қанунсиз тәшкилатларға қәтий йол қоймайду» деди

дөлитимиз муавин баш министири буләнт аринч ирақниң мусул шәһириниң ирақ - шам ислам дөлити терролуқ тәшкилатиниң контироллуқиға өтүп кетиши үстидә тохтилип, «бу пәвқуладдә азаблинарлиқ вәқә болди. бу қанунсиз тәшкилатларға түркийә қәтий йол қоймайду» деди.

91500
буләнт аринч: «түркийә қанунсиз тәшкилатларға қәтий йол қоймайду» деди

буләнт аринч: «түркийә қанунсиз тәшкилатларға қәтий йол қоймайду» деди.
дөлитимиз муавин баш министири буләнт аринч ирақниң мусул шәһириниң ирақ - шам ислам дөлити терролуқ тәшкилатиниң контироллуқиға өтүп кетиши үстидә тохтилип, «бу пәвқуладдә азаблинарлиқ вәқә болди. бу қанунсиз тәшкилатларға түркийә қәтий йол қоймайду» деди.
мусул вә тузһурматуда йүз бәргән вәқәләрни тәқип қиливатқанлиқини тәкитлигән буләнт аринч, сүрийәдә 4 – йилиға қәдәм қойған киризиста әсәдниң өз орнини мустәһкәмләш үчүнла бир қисим тәшкилатларниң сүрийәгә киришигә көз йүмғанлиқини ейтти.
буләнт аринч бу тәшкилатлардин бирси ирақ – шам ислам дөлити терролуқ тәшкилати икәнликини вә һазир ирақниң мусул шәһириниң контирәоллуқини тартивелиш алдида турғанлиқини тәкитләп, районниң алқаидигә четишлиқ бир тәшкилатниң контироллуқиға өтишигә йаки қанунсиз тәшкилатларға түркийәниң қәтий йол қоймайдиғанлиқини билдүрди.
буләнт аринч гөрүгә еливелинған түркийәлик шопирларниңму пат йеқинда қойуп берлишини үмит қилдиғанлиқини ейтти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر