бирйуссилниң келәчигә 4 нәпәр теги түркийәлик парламент әзаси йөнилиш бәлгиләйдиған болди

25 – майда өткүзүлгән сайламларда бирйуссел районлуқ парламентидин орун алған түрк парламент әзалири түнүгүн парламент омумий кеңишидә өткүзүлгән алаһидә мурасим билән қәсәм берип вәзиписини башлиди.

91499
бирйуссилниң келәчигә 4 нәпәр теги түркийәлик парламент әзаси йөнилиш бәлгиләйдиған болди

йавропа иттипақиниң пайтәхти бирйуссилниң келәчигә 4 нәпәр теги түркийәлик парламент әзаси йөнилиш бәлгиләйдиған болди.
25 – майда өткүзүлгән сайламларда бирйуссел районлуқ парламентидин орун алған түрк парламент әзалири түнүгүн парламент омумий кеңишидә өткүзүлгән алаһидә мурасим билән қәсәм берип вәзиписини башлиди.
2009 – йили әң йаш вә түнҗи баш йағлиқи чәккән парламент әзаси болуш сүпити билән бурйуссил парламентидин орун алған маһинур өздәмир, 2 – қетимдиму сайламда утуққа еришип иптихарланғанлиқини вә интайин хошал болғанлиқини ейтти.
теги түрк парламент әзалиридин шәвкәт темиз, һәсән қойунҗу вә әмин өзкара болса, түрк хәлқиниң өзлиригә йүклигән мәсулийәтләрни йахши тониған һалда хәлқниң қийинчлиқлирини һәл қилиш үчүн хизмәт қилидиғанлиқини ейтти.
пиламан вә валон парламентлири билән биргә федерал қурулмиға игә белгийәдики 3 районлуқ парламентниң бирси һесаблинидиған бирйуссел парламентида җәмий 89 парламент әзаси вәзипә өтәйду.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر