иран пирезиденти һәсән руһани түркийәдә зийарәттә болмақта

баш министир рәҗәп таййип әрдоған билән һәсән руһани, биринчи нөвәтлик түркийә - иран истиратегийәлик али һәмкарлиқ кеңиши йиғини даирисидә бир йәргә җәм болди

89057
иран пирезиденти һәсән руһани түркийәдә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: иран пирезиденти һәсән руһани түркийәдә зийарәттә болмақта.
баш министир рәҗәп таййип әрдоған билән һәсән руһани, биринчи нөвәтлик түркийә - иран истиратегийәлик али һәмкарлиқ кеңиши йиғини даирисидә бир йәргә җәм болди.
йиғиндин кейин, баш министирлик мәһкимиси ахбарат вастилири мәркизи икки рәһбәр бирдәклик һасил қилған қошна байаннамини таратқулар билән ортақлашти.
байаннамидә, икки дөләт хәлқлириниң турмуш сәвийәсини йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш вә районлуқ муқимлиқниң ишқа ашурулушиға һәссә қошушта муһим рол ойнайдиған иқтисадий вә сода мунасивәтлириниң йәниму тәрәққий қилдурушниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнлики тәкитләнди.
йиғиндин, икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисини 2015- йилиға барғанда 30 милйард америка доллириға йәткүзүш қарари чиқти.
йиғинниң йәнә бир күнтәртип маддиси, банкичилиқ вә енергийә саһәсидики һәмкарлиқ мәсилилири иди.
тәрәпләр сайаһәт, банкичилиқ вә енергийә саһәлиридики һәмкарлиқни йәниму чоңқурлаштурушқа тәййар икәнликлирини билдүрүшти.
икки дөләт оттурисидики учуш саниниң көпәйтилишиму бирдәклик һасил қилинған йәнә бир муһим мәсилә иди.
қошма байаннамидә, түркийә билән иранниң йадро қораллири вә башқа кәң көләмлик қирғучи қораллардин хали қилинған бир оттура шәрқ халайдиғанлиқи әскәртилди.
терроризм, чегра һалқиған тәшкиллик җинайәтләр, зәһәр, қорал - йарағ әткәсчилики вә адәм алдап елип қечип сетишқа қарши күрәштә һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш әһдилириму йеңиланди.
йәнә бир муһим мәсилә болса райондики өзгиришләр иди.
сүрийә, ирақ вә афғанистанни өз ичигә алған райондики келишмәсликләрни хәлқләрниң қанунлуқ һәқ - һоқуқлирини қоғдашни чиқиш нуқта қилған асаста сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиш вә инсанпәрвәрлик йардәм әшйалирини йәткүзүп беришни ишқа ашурушниң зөрүрлүки тәкитләнди.
пәләстин мәсилисиму йиғинниң йәнә бир муһим күнтәртип маддиси иди.
қошма банайатта, пәләстинниң мәнпәәти үчүн, пәләстин хәлқниң қануний һәқ - һоқуқлири вә йеңи қурулған пәләстин миллий бирлик һөкүмитини қоллаш лазимлиқи тәкитләнди.
буниңдин башқа йәнә, иран түркийәниң 2015 - 2016 - йиллири бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң вақитлиқ әзалиқи намзатлиқини қизғин қоллайдиғанлиқини җакарлиди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر