абдуллаһ гүл руһаниниң шәрипигә зийапәт бәрди

җумһур рәис абдуллаһ гүл, иран пирезиденти һәсән руһаниниң шәрипигә чанкайа җумһур рәислик сарийида кәчлик тамақ зийапити бәрди

89070
 абдуллаһ гүл руһаниниң шәрипигә зийапәт бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис абдуллаһ гүл, иран пирезиденти һәсән руһаниниң шәрипигә чанкайа җумһур рәислик сарийида кәчлик тамақ зийапити бәрди.
абдуллаһ гүл, зийапәт һарписида қилған сөзидә, «тәбиий вә адәм күчи байлиқлиримизниң ихтилаплар үчүн әмәс, тәрәққийат, гүллиниш вә параванлиқ үчүн ишлитилиши истиратегийәлик нишанларни тәқәзза қилиду» деди.
җумһур рәис абдуллаһ гүл, икки дөләт мунасивәтлириниң йеқин диалог арқилиқ йәниму мустәһкәмлинишиниң районниң тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини тәкитлиди.
абдуллаһ гүл мундақ дәп көрсәтти: «һәмкарлиқ асасида ташлайдиған иҗабий қәдәмлиримиз, етник вә мәзһәп характерлик парчилаш сенарийәлиригә берилидиған әң күчлүк җаваб болиду.»
райондики өзгиришләр тоғрилиқму тохталған гүл, «сүрийәдики инсаний тирагедийәгә дәрһал хатимә берилиши, ирақта муқимлиқ ишқа ашурулуши, терроризм хәвпиниң йоқитилиши вә мусапирлар мәсилисиниң һәл қилиниши, пәләстин мәсилисиниң оттура шәрқ тинчлиқ мусаписи даирисидә адил вә үзүл - кесил һәл қилиниши һәммимизниң иҗабий вә ортақ тиришчанлиқ көрситиши нәтиҗисидила ишқа ашиду» деди.
меһман пирезидент һәсән руһаниму, иран билән түркийәниң районни башқуруш җәһәттин наһайити еғир салмақни тәшкил қилидиған исламий мәсулийити барлиқини ейтти.
руһани, икки дөләт мунасивәтлириниң, районниң сийасий, иқтисадий вә иҗтимаий җәһәттин тәрәққий қилишиға вәсилә болидиғанлиқини әскәртти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر