абдуллаһ гүл америкида зийарәттә болиду

җумһур рәис абдуллаһ гүл америка қошма иштатлирида зийарәттә болиду

72830
абдуллаһ гүл америкида зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис абдуллаһ гүл америка қошма иштатлирида зийарәттә болиду.
җумһур рәис абдуллаһ гүл, һарвард университетида оқуватқан оғли мәһмәт әмрә гүлниң оқуш пүттүрүш мурасимиға иштирак қилиш үчүн 28 май чаршәнбә күни америкиниң бостон шәһиригә йетип бариду.
җумһур рәислик сарийи мәнбәлириниң мәлуматлириға қариғанда, абдуллаһ гүл, һарвард университетида түркийәниң әтрапидики вә районлуқ өзгиришләр һәққидә оқуғучиларға конферанс беридикән.
зийарити даирисидә, америка қошма иштатлириниң алдинқи қатарда туридиған ширкәтлириниң йуқири дәриҗилик мәсуллирини қобул қилидиған абдуллаһ гүл, бостон вә әтрапидики түрк академиклар биләнму бир йәргә җәм болидикән.
абдуллаһ гүл, 31 - май күни зийаритини тамамлап түркийәгә қайтидикән.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر