21.05.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2142171
21.05.2024

түркийә авази радийоси: «‹вәтән› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң, иран пирезиденти ибраһим рәиси билән ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан вә уларниң һәмраһлиқидики тик учар айропилан чүшүп кетиш вәқәсидә һайатидин айрилғанлиқи һәққидә елан қилған  байанатида, мундақ дегәнликини йазди:

«иран пирезиденти ибраһим рәисиниң районниң тинчлиқи үчүн көрсәткән сәмимий тиришчанлиқлириға шаһит болдуқ. иран хәлқигә тәзийә билдүримән. түркийә һәрдаимқиға охшаш, достанә вә қериндаш дөләт иран хәлқини қоллайду.»

әрдоған түнүгүн өткүзүлгән ички кабинет йиғинидин кейин бәргән байанатидиму, иран хәлқи баштин кәчүргән чоңқур азабни ортақлишиш үчүн, түркийәдә бир күнлүк миллий матәм елан қилишни қарарлаштурғанлиқлирини ейтти.

«‹сабаһ› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири хақан фиданниң, түнүгүн пакистан муавин баш министири вә ташқи ишлар министири муһәммәд исһақ дар билән өткүзгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида, мундақ дегәнликини хәвәр қилди:

 «толиму әпсуски, ирандин кәлгән өлүм хәвиридин қаттиқ қайғурдуқ. иран пирезиденти ибраһим рәиси вә қәдирлик достум һүсәйин әмир абдуллаһйан үчүн аллаһтин рәһмәт тиләймән.»

«‹хәвәр түрк› гезити», төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

иран дөләтлик телевизийә истансисиниң хәвәр қилишичә, иран пирезиденти ибраһим рәиси билән ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһйан олтурған тик учар айропиланниң қалдуқлири, түркийәниң «ақинҗи» намлиқ учқучисиз һава аппаратиниң ениқлаш - байқаш паалийәтлири нәтиҗисидә тепилған.  

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, «ақинҗи» намлиқ учқучисиз һава аппарати мәзкур тик учар айропилан чүшүп кәткән районни байқаш паалийәтлирини мувәппәқийәтлик тамамлиғандин кейин, түркийәгә қайтқан.

«‹ситар› гезити», түркийә җумһурийити сода министири өмәр болатниң мали санаәт вә сода министири муса алассане диалло билән елип барған көрүшүши һәққидә бәргән байанатида, мундақ дегәнликини  оқурмәнлири билән ортақлашти:

 «учришишимизда икки дөләт оттурисидики сода омумий соммисини 500 милйон долларға йәткүзүш нишанимиз даирисидә һәмкарлишиш пиланимиз һәққидә өзара пикир алмаштурдуқ.»

«‹һөррийәт› гезити», дубәй иқтисад вә сайаһәт ишлири ишханисиниң баш иҗраийә әмәлдари һесам казимниң, түркийәниң телевизийә тийатирлири вә кинолириниң дубәйдә наһайити алқишқа еришкәнликини тәкитләп мундақ дегәнликини йазди:

«түркийәниң телевизийә тийатирлири вә кинолириниң районда интайин муһимлиқини тонуп йәткәнликимиз үчүн, икки дөләт мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш паалийәтлирини башлидуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر