16.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2128207
16.04.2024

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң б д т баш катипи антонийо гутеррес билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, көрүшүштә район вәзийити, ғәззәниң әһвали, қибрис мәсилиси вә қара деңизниң қатнаш бихәтәрлики қатарлиқ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә истихбарат идарисиниң башлиқи ибраһим қалинниң америка мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи (CIA) вилйам бурнс (William Burns) билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, америка мәркизий ахбарат идарисиниң башлиқи вилйам бурнс һейтта ибраһим қалинға телефон қилип, иранниң исираилийәгә һуҗум қилишиниң алдини елиш үчүн вастичилиқ қилишини тәләп қилғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, ибраһим қалин бурнс билән телефон сөһбитидә, ғәззәдә уруш тохтитишқа мунасивәтлик өзара пикир алмаштурғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, ибраһим қалин бурнс билән сөһбитини ахирлаштурғандин кейин, һамас сийасий бийуросиниң башлиқи исмаил һәниййә билән телефон сөһбити өткүзүп, ғәззәдә давамлишиватқан исираилийәниң һуҗумлири, уруш тохтитиш музакирәлири, районға инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш, әсир алмаштуруш вә ғәззәликләрниң йурт-маканлириға қайтиши қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилған.

«сабаһ гезити», истанбул айродуруминиң 1 – апрелдин 7 – апрелғичә болған арилиқта күнигә оттуричә 1412 айропилан сәпири билән, йавропа бойичә әң ават айродурум болғанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити», пакистанниң б д т да турушлуқ даимий вәкили мүнир ақрамниң түркийә-пакистан мунасивәтлири тоғрисида сөз қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мүнир ақрамниң, «шериклик мунасивитимиз, вәзийәт ениқ әмәс вә муқим болмайватқан бир вақитта, һәм йавропа һәмдә оттура шәрқ вә асийа үчүн интайин муһим» дегәнлики қәйт қилинди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر