15.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2127789
15.04.2024

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», ташқи ишлар министирлиқи иран-исираилийә җиддийчилики тоғрисида байанат елан қилди.

тәрәпләр салмақ болушқа чақирилған байанатта, «исираилийәниң сүрийә пайтәхти дәмәшиқтики иран әлчихана бинасиға қилған хәлқаралиқ қанунға хилап һуҗуми, қайғулиримизниң тоғра икәнликини испатлиди. иранниң буниңдин өч елиши вә кейин оттуриға чиққан һадисиләр, вәқәләрниң районда тез сүрәттә урушқа сәвәб болуш мумкинликини йәнә бир қетим көрсәтти» дейилди.

«стар гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң түнүгүн (14-апрел) иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан билән көрүшүп, исираилийәдин өч елиш һуҗумидин кейин, районда вәзийәтни техиму улғайтиветидиған һәрикәтләрни халимайдиғанлиқлирини вә бундақ һәрикәтләрдин йирақ турушни үмид қилидиғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити»,  дунйа иранниң исираилийәдин өч елиш һуҗумини муназирә қиливатқан бир пәйттә, әнқәрәниң һуҗумдин илгири муһим рол ойниғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, иран билән американиң өзара үмид вә тәләплириниң түркийә арқилиқ бир-биригә йәткүзүлгәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийәниң шималий ираққа қилидиған һәрбий һәрикитиниң дәсләпки басқучида, террорлуқ тәшкилатини п к к ни қоллиған йеза ва базарларниң тазилинидиғанлиқини, арқидин метина, һакурк, зап, авашин вә һафтанин қатарлиқ җайларда ува тутқан террорлуқ тәшкилатиниң йоқитилидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, кейинки басқучта, маһмур, сүләйманийә, қандил вә синҗар районлирида һәрбий һәрикәт елип берилидиғанлиқи қәйт қилинди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر