05.04.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2125041
05.04.2024

түркийә авази радийоси хәвири: «йеңи шәпәқ» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә ечилған дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин елан қилинған йазма байанатта, террорлуққа қарши туруш күришиниң әһмийити тәкитлинип: «районимизниң кәлгүсидә террорлуқ тәшкилатлири вә уларниң қоллиғучилириға қәтий орун берилмәйду» дейилгәнликини йазди.

«хабәртүрк» гезит: түркийә җумһурийити дөләт бихәтәрлик кеңишиниң байанат елан қилип, хәлқара җәмийәтни «түркийәниң ғәззә хәлқи вә йардәм тәшкилатлириға қаритилған һуҗумларни тездин ахирлаштуруп, районға техиму кәң даирилик инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүп бериш арқилиқ узун муддәтлик тинчлиқни қолға кәлтүрүш тиришчанлиқи»ни қоллашқа чақирғанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән» гезити: түркийә сода министири өмәр болатниң түркийәниң 3-айдики експортиниң 22 милйард 578 милйон долларға йәткәнликини؛ 1-айдин 3-айғичә болған җәрйандики експортниң болса, 63 милйард 700 милйон долларға йетип, рекорт йаритилғанлиқини ейтқанлиқини йазди.

«стар» гезити: түркийәниң мудапиә санаити мәһсулати болған <каан> вә <һүрҗәт>ләрдиму ишлитиливатқан <тусаш> қонуш үскүниси билән тармақ системисиниң әрәб бирләшмә хәлипиликидики әң чоң мудапиә вә аләм қатниши ширкәтлириниң диққитини қозғиғанлиқини؛ мәзкур системини тәрәққий қилдуридиған <тааҗ> ширкитиниң тунҗи хәлқаралиқ тохтамини әрәб бирләшмә хәлипилики билән имзалиғанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ» гезити: йавропа авийатсийә қатниши бихәтәрлик тәшкилатиниң 25-31-март күнлирини өз ичигә алған авийатсийә қатниши истатистикисиға қариғанда, истанбул айродуруми күнигә 1328 нөвәтчи айропилан қатниши билән йавропадики әң ават айродурумға айланғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر