04.04.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2124613
04.04.2024

«һөрийәт гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң мушу бир йил ичидә 3 - қетим оңушлуқ сайлам өткүзүлгәнликини вә демократийәгә көләңгү чүшүридиған һеч қандақ сәләбий вәқәләрниң йүз бәрмигәнликини тәкитләп: «биз бир милләт болуш сүпитимиз билән пүтүн дунйаға түркийәниң демократийәсиниң пишип йетилгәнликини йәнә бир қетим намйан қилдуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», 2023-йилида анталйаниң сайаһәт тарихидики әң йуқири рекортни йаратқанлиқини, бу йил мартта тунҗи қетим 500 миңдин артуқ сайаһәтчини күтивалғанлиқини, өз нөвитидә йәнә, мушу 3 айлиқ мәзгил ичидә тунҗи қетим 1 милйонлуқ чәктин ешип кәткәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», «деңиз содисида рекорт йаритилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

2024 - йилиниң биринчи пәсилдә түркийә иқтисадида көрүлгән йахшилиниш сода һайатида әкс етишкә башлиди. мартта түркийә портлирида деңиз арқилиқ йүк тошуш миқдари 5 милйон 699 миң 607 тонниға йәтти.  түркийә дунйада алдинқи қатардики деңиз дөләтлириниң биригә айланди.

«сабаһ гезити», «түркийәниң шифирлиқ пул базири <ICRYPEX> хәлқарада йуқири өрлимәктә» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

тез тәрәққий қиливатқан <ICRYPEX> шифирлиқ пул базири, дунйаниң һәрқайси җайлирида тилға елинидиған шифирлиқ пул базириға айланди. <ICRYPEX> түркийәдин кейин йәршари абонтлириға йеңи тизимлик ​​вә йеңи әвлад шифирлиқ пул һәл қилиш чариси билән тәминләш нишаниға қарап охшимиған районларда мулазимитини тезләтмәктә.

«стар гезити», «түркийә мәдәнийәт йоли фестивали башланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә мәдәнийәт йоли фестивали 2024 - йили қатнашқучиларға унтулғусиз хатириләрни қалдурушқа тәййарлиқ қилмақта. түркийә 13 - апрелдин 10 - нойабирғичә охшимиған 16 шәһәрдә сәккиз ай давамлишидиған мәдәнийәт-сәнәт марафончә фестивали билән гойа байрам кәйпийати йашнитиду. қатнашқучиларни хилму хил паалийәтләр арқилиқ түркийәниң тарихи вә мәдәнийәт байлиқиға даир мол хатириләргә игә қилиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر