28.03.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2121463
28.03.2024

«һөрийәт гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң терорлуққа қарши күрәштә мувәппәқийәтлик нәтиҗигә еришкәнликини тәкитләп: «биз <даеш> дейилидиған емпирйалистларниң ойунчуқлириға көз ачтурмай келиватимиз. п к к ниму чегралиримиз ичидә паалийәт вә һәрикәт қилалмайдиған һалға кәлтүрдуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

 «йеңи шәпәқ гезити», «ташқи ишлар министирлиқи германийәгә: <керәклик болғанни қилиңлар> дәп чақириқ елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә германийәдики терорлуқ тәшкилати п к к ниң қоллиғучилириниң һанновер баш консулханисиға қилған һуҗумиға наразилиқ билдүрди. ташқи ишлар министирлиқи түркийә пуқралири вә дипломатик вакаләтханилириниң бихәтәрликигә германийә даирилириниң мәсул икәнликини тәкитлиди һәмдә йавропадики түрк җамаитигә қутратқулуқ қилишни мәқсәт қилған һәрикәтләргә йол қоймаслиқи керәкликини әскәртти.

«стар гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң йавропада террорлуқни қоллиғучилар кәлтүрүп чиқарған вәқәләргә қарита, «биз п к к ға зәрбә бәргәнсири булуңға қисталмақта. булуңға қисталғансири бу қетимға охшаш узун йиллардин буйан уларға йол қойған дөләтләрдә террорлуқ вәһимиси йаратмақта» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», «түркийә 117 дөләткә уруқ експорт қилмақта» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

деһқанчилиқ вә орманчилиқ министири ибраһим йумакли түркийәниң уруқ ишләпчиқириштики алдинқи 10 дөләтниң биригә айланғанлиқини тәкитләп, «биз дунйадики 117 дөләткә уруқ експорт қилмақтимиз» деди.

«хәбәр түрк гезити», «түркийәниң иқтисади давамлиқ ешиватиду» сәрләвһилик хәвиридә, хәлқара кридетни дәриҗиләндүрүш оргини <Standard & Poor> ниң түркийәгә қаратқан ешиш мөлчәрини йуқури көтүргәнликини, түркийәниң ешиш мөлчәрини 2024 – йилда %2.4 тин %3 кә, 2025 – йилиға болған, %2.7 лик тәхмининиму %3 кә өстүргәнликини йазди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر