22.03.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2118780
22.03.2024

түркийә авази радийоси: вәтән: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданниң бирйусселда өткүзүлгән тунҗи нөвәтлик йадро енергийәси башлиқлар йиғинида сөз қилип: «ғәззәдә қирғинчилиқ давам қиливатқан бир пәйттә, исраилийә әмәлдарлириниң йадро қорали тоғрисидики байанлирини пәқәт <бипәрвалиқ> дәпла өткүзүвәткили болмайду» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«стар» гезити: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң: «биз ирақ чеграсида бихәтәр район бәрпа қилип, дөлитимизгә келидиған тәһдиткә йирақтин тақабил турушни һәмдә қатнаш вә енергийә түрлири арқилиқ районниң гүллинишигә төһпә қошушни нишан қилмақтимиз» дегән байанатини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«һүррийәт» гезити: түркийәниң хәлқара сәһниләрдә ташлаватқан қәдәмлириниң гиретсийә мәтбуатлириниң диққитини тартқанлиқини йазди؛ гезитниң хәвиридә көрситилишичә, түркийәниң һәрикәтлирини муһакимә қилған қошна дөләт таратқуси «In.gr», әнқәрәниң күнсери күчийиватқан тәсирини бир хәритә арқилиқ изаһлап, «әнқәрәниң районда маһирлиқ билән өзини күчәйтиватқанлиқи»ни оттуриға қойған.

«йеңи шәпәқ» гезити: испанийә билән германийәниң дөләт һалқиған ширкити —нордекс гуруһи баш мудири җосе луис бланкониң, ширкәтниң түркийәгә салған қуруқлуқтики шамал електир истансиси мәблиғини көпәйтидиғанлиқини билдүрүп: «келәр йили биз 1 гигаватлиқ шамал електир истансиси қуруш үчүн, 1 милйард йавро (35 милйард 300 милйон TL) мәбләғ селишни пиланлаватимиз» дегәнликини йазди.

«хабәртүрк» гезити: түркийә җумһурийити деһқанчилиқ вә орманчилиқ министири ибраһим йумаклиниң ғазиантәпниң арабан түзләңликидә өстүрүлгән самсақниң йавропа иттипақиниң җуғрапийәлик мәһсулат көрсәткүчигә еришкәнликини, буниң билән, йавропа иттипақиниң җуғрапийәлик мәһсулат көрсәткүчигә еришкән мәһсулатлар саниниң 21 гә йәткәнликини билдүргәнликини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر