21.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2118355
21.03.2024

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң испарда, «иҗра қилиниватқан иқтисадий пирограмминиң нәтиҗилирини йилниң иккинчи йеримидин башлап көрүшни башлаймиз. омумий иқтисадий көрсәткүчләр наһайити йахши. пул пахаллиқи төвәнлигәнсери үнүми көрүлиду» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң испанийә ташқи ишлар министириға, йавропа иттипақиға әза болушниң түркийә үчүн давамлиқ истратегийәлик нишан икәнликини, түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусаписиниң бәзи дөләтләрниң ақмайдиған сийасий күнтәртипигә ташлап қойушқа болмайдиған муһим икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа захарованиң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғандин украина билән русийә оттурисида тинчлиқ орнитиш үчүн ташлиған қәдәмлири сәвәбидин миннәтдар икләнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», түркийә дөләтлик путбол командисиниң маһирлиридин арда гүләр билән кәнан йилдизниң мәқсәт (GOAL) тори елан қилған дунйдики әң йахши 50 йаш тизимликидә, алдинқи 10 ниң ичигә киргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, реал мадрид командисиниң әзаси арда гүләр бәшинчи, хувентус командисиниң әзаси кәнан йилдизниң сәккизинчи рәттин орун алғанлиқи билдүрүлди.


خەتكۈچ: #стар , #сабаһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر