19.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2117244
19.03.2024

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 18-март шеһитләрни хатириләш вә чанаққәлә деңиз зәпириниң 109-йиллиқини тәбрикләш мурасимлирида сөз қилғанлиқини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», дөләт мудапиә министирлиқи қанунсиз йоллар билән гиретсийәгә өтүшкә урунған үч кишиниң чегра қоғдаш тармақлири тәрипидин тутулғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, тутулған кишиләрниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң әзаси икәнлики қәйт қилинди.

«вәтән гезити», байкар ширкитиниң алаһидә тәрәққий қилдуруп йасиған «байрактар акинҗи» учқусиниң, аваздин тез учидиған «İHA-230 » башқурулидиған бомбисини нишанға йәнә бир қетим дәл тәгкүзгәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», қазақистан вә түркийә һәйәтлириниң каспий деңизида бихәтәрликни капаләткә игә қилиш үчүн өз ара һәмкарлиқ орнитиш мәсилилирини музакирә қилғанлиқини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», истанбул айродуруминиң төтинчи қетим «йиллиқ айродурум» мукапатиға лайиқ көрүлгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, гиретсийәниң екали шәһиридә өткүзүлгән мурасимда, истанбул айродурум башлиқиниң  вәкили сәлаһаттин билгәнгә мукапатниң берилгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر