13.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2114775
13.03.2024

түркийә авази радийоси: «стар гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң баш әлчиләргә берилгән иптар зийапитидә, «бизни қатилни қатил дейиштин тосийалмайду. исираилийә мәсуллири исираилийә мәсуллири ирқий қирғинчилиқниң һәқиқитини йошурушниң орниға, ғәззәдә җенидин айрилған бовақларниң һесабини бәрсун» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», түркийә қораллиқ қисимлири шималий ирақта «пәнчә қулуб» һәрбий һәрикитини давамлаштуруватқан бир вақитта, ирақ мәсуллири билән муһим йиғинниң өткүзүлгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, йиғинда түркийә-ирақ чегра линйәсиниң бихәтәрлики мәсилисиниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», хәлқара кридет дәриҗигә айриш оргини «Fitch Ratings» ниң пешқәдәм директори вә түркийә анализчиси ерик ариспе моралес (Erich Arispe Morales) ниң, түркийәниң һазирқи иқтисади сийасәт йөнилишиниң техиму чидамчан икәнликигә вә сийасәтләрниң сиҗиллиқиға болған ишәнчлириниң ашқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», 2003-йили йавропа нахша ейитиш мусабиқисидә биринчи болған сәрбат әрәнәрниң 2024-йиллиқ йавропа нахша ейитш мусабиқисигә қатнишидиғанлиқини хәвәр қилди.

билдүрүлишичә, сәрбат әрәнәр шиветсийәдә өткүзүлидиған мусабиқә үчүн тәклипнамә тапшурувалған.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر