11.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2113674
11.03.2024

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», истанбулда өткүзүлгән әрдоған-зеленский учришишиниң дунйа күнтәртипидә қизиқ тема болушни давамлаштуруватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фирансийә таратқусида «зеленский түркийәниң қоллишиға ишиниду» сәрләвһисидә елан қилинған хәвәр анализида, түркийәниң йеңи әвлад йәрлик вә миллий қорал-йарағлириниң урушта ойниған ролиға алаһидә диққәт қилиниватқанлиқи қәйт қилинди.

«вәтән гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәси (AK Parti) байанатчиси өмәр чәликниң, исираилийә баш министири нетанйаһу вә һөкүмитиниң җумһур рәис әрдоған һәмдә түркийәгә қарши елан қилған байанатлириға наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», ширнакта террорлуқ тәшклатидин тазиланған габар вә җуди тағлириниң, түркийәниң йеңи енергийә мәнбәсигә айланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, районда 2019- вә 2020-йиллири қезилған қудуқлардин күнигә 37 миң варил нефит ишләпчиқириливатқанлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», байрактар «2-т б» (Bayraktar TB2) қораллиқ учқу експортиға малдивеләрниңму қетилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә қәйт қилинишичә, малдивеләр түркийәдин қоманданлиқ контрол истансиси вә алтә данә байрактар «2-т б» учқуси сетивалған болуп, келишим рамкисида мал тапшуруш ишлири башланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر