06.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2111629
06.03.2024

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (5-март) пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас билән бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң исираилийәниң ирқий қирғинчилиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрүп: «нетанйаһу вә җинайәт шериклири төккән һәр бир тамчә қанниң һесабини қанун вә таңла мәһшәр күнидә бериду» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң 7-март (2024) америкада өткүзүлидиған 7-нөвәтлик америка-түркийә истратегийәлик механизм йиғиниға қатнишидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, йиғин күнтәртипидә террорлуққа қарши күрәштин иқтисадта һәмкарлишишқичә болған нурғун темиларниң барлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», түркийә истихбарат идариси билән истанбул сақчи идарисиниң террорлуққа қарши күрәш шөбисниң бирликтә елип барған һәрикитидә, исираилийә истихбарати моссад (MOSSAD) үчүн җасуслуқ қилған йәттә гумандарниң қолға чүшүрүлгәнликини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», сайаһәт шәһири анталйаға бу йил (2024) ниң дәсләпки икки ейида кәлгән чәт әллик сайаһәтчиләр саниниң өткән йил (2023) ниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %10.82 ешип 499 миң 784 кә йәткәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити»,  шәрқий қара деңиздин йанвар вә феврал айлирида қилинған «түрк сомун» белиқи екиспортиниң %24 ешип 19 милйон 45 миң 787 долларға йәткәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر