29.02.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2108932
29.02.2024

«вәтән гезити», «җумһур рәис әрдоғандин рuсийә вә украинаға чақириқ؛ <дипломатийигә пурсәт бериңлар!> сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис әрдоған украина җәнубий шәрқий йавропа башлиқлар йиғиниға синлиқ учур йоллиди. әрдоған русийә-украина уруши һәққидә: «урушниң адил вә узақ муддәтлик бир тинчлиқ билән ахирлаштурилиши үчүн дипломатийә вә дийалогқа пурсәт бериш керәк дегән қаришимни сақлап кәлмәктимән» деди.

«хәбәр түрк гезити», «русийә ташқи ишлар министири лавров түркийәгә келиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси марийа заһарова пайтәхт москвада өткүзүлгән һәптилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ташқи ишлар министири сергей лавровниң түркийәдә зийарәттә болидиғанлиқини байан қилип: «лавров түркийә ташқи ишлар министириниң тәклипигә бинаән анталйа дипломатийә мунбири йиғиниға қатнишииш үчүн 1 – вә 2 – мартта түркийәдә зийарәттә болиду. лавровниң түркийәлик мәнсәпдиши хақан фидан биләнму учришиши пиланланланмақта» деди.

«стар гезити», «афина һөкүмити түркийәдин алған илһам билән һәрикәткә өтти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

гретсийә пирезидентлиқи учур - алақә башқармиси түркийәниң хәлқаралиқ сәвийәдә паалийәт елип бериватқан «түркийә учур - алақә әндизиси» ниң мувәппәқийитидин илһам елип, тәтүр тәшвиқатқа қарши күрәш мәркизигә охшап кетидиған бир бөлүм қуридиған болди.

«сабаһ гезити», деһқанчилиқ вә орманчилиқ министирлиқиға қарашлиқ белиқчилиқ вә су мәһсулатлири идариси баш дериктори мустафа алтуч аталайниң бултур белиқчилиқ вә овчилиқ мәһсулатлирида рекорт йаратқанлиқини тәкитләп: «бултур 1 милйон тонниға йеқин белиқ қолға кәлтүрүлди. бу йиллиқ йетиштүрүш нишанимиз 575 миң тоннидин ашиду» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөрийәт гезити», түркийә истатистика институти (TUIK) ниң ташқи сода санлиқ мәлуматлирини елан қилғанлиқини, бу санлиқ мәлуматиқа асасланғанда, декабирдики ташқи сода қизил рәқиминиң алдинқи йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %56.4 төвәнләп, әслидики 14 милйард 290 милйон доллардин 6 милйард 227 милйон долларға чүшкәнликини хәвәр қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر