22.02.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2105776
22.02.2024

түркийә авази радийоси: «һөрийәт гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн афйонқараһисарда елан қилған байанатида, түркийәниң 5 - әвлад уруш айропилани ишләпчиқиришта интайин һалқилиқ өткәлдин өткәнликини билдүргәнликини һәмдә миллий уруш айропилани каан һәққидә тохтилип: «миллий уруш айропилани каан бүгүн тунҗи учушни мувәппәқийәтлик ишқа ашурди. биз буни ишләпчиқардуқ вә буниңдин кейинму ишләпчиқиришни давамлаштуримиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», «каан асманда» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә аләм қатниши санаити ширкити (TUSAŞ) ишләпчиқарған миллий уруш айропилани каан тунҗи қетим әнқәрә асминида учти. муртәд айродоромидин көтүрүлгән миллий уруш айропилани каан хели мәзгил учқандин кейин мувәппәқийәтлик һалда базиға қайтип кәлди. миллий уруш айропилани каанниң асманда учқан күни тарихқа киргән болди.

«вәтән гезити», түркийәниң миллий уруш айропилани каанниң тунҗи учушиниң дунйа мәтбуатлиридин кәң орун алғанлиқини, «билумберг» ниң тарихий әһмийәткә игә учушқа қарита «бурулуш нуқтиси» дәп баһа бәргәнликини, гретсийә мәтбуатлириниң болса, каанниң илғар алаһидиликлирини хәвәр қилғанлиқини йазди.  

«стар гезити», «сомали түркийә қарарини рәсмий тәстиқлиди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

сомали кабинети түркийә билән мудапиә һәмкарлиқ саһәсидә имзаланған келишимни тәстиқлиғанлиқини елан қилди. сомали учур – алақә министири давуд авейс: «бу бурулуш нуқтиси характерлиқ 10 йиллиқ келишим сомали һөкүмитиниң игилик һоқуқини қоғдаш тиришчанлиқини көрүнәрлик дәриҗидә күчәйтиду» деди.

«хәбәр түрк гезити», сәуди әрәбистан тәрәққийат фонди (SFD) ниң түркийә җумһурийити билән 55 милйон долларлиқ қәрз келишими имзалиғанлиқини, бу қәрзниң «һөкүмәт мәктәплиридики йәр тәврәш хәвпини азайтиш лайиһәлири» даирисидә ишлитилиши нишан қилинғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر