20.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2104778
20.02.2024

түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев билән әнқәрәдә өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, қарабағда әрмән ишғалиниң ахирлишиши билән тәң районда узун муддәтлик тинчлиқ үчүн тарихий пурсәт пәнҗирәсиниң ечилғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң түркийәниң күнимиздә дунйада гепи өтидиған дөләт икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, әлийевниң, «түрк дуйасиниң бирлишиши вә охшаш мәдәнийәткә игә хәлқләрниң бир йәргә җәм болуши, түрк дөләтлири тәшкилатиниң һәр бир әзасиниң күчигә күч қошиду» дегәнлики билдүрүлди.

«вәтән гезити», афенаниң әнқәрә-қаһирә йеқинлишишиға йеқиндин диққәт қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, гиретсийә таратқулириниң түркийәниң йеқинқи мәзгилләрдә ташлиған қәдәмлири билән геополитикилиқ сәһнидә «техиму күчлүк һалға кәлгәнлики» ни хәвәр қилғанлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», русийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси алексей йерховниң түркийәниң русийә-украина оттурисида уруш тохтитилиши вә арқидин мәсилини һәл қилиш басқучлири мәсилисидә йардәмчи болуш арзусини؛ униңдин башқа қара деңиз ашлиқ келишимини қәтий қоллаш ирадисини тәқдирләш керәкликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийәдә ишсизлиқ нисбитиниң 2023-йилиниң төтинчи чарикидә 2022-йилниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда 0.4 номур төвәнләп, %8.8 гә чүшкәнликини хәвәр қилди.

билдүрүлишичә, бу мәзгилдә ишсизлар сани алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда 137 миң киши азийип, 3 милйон 70 миң болған. ишқа орунлашқанларниң сани болса, 195 миң киши көпәйгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر